'Исламда кишилик һоқуқ' намлиқ китаб нәширдин чиқти

2009-03-18

Йеқинда, түркийиниң истанбул шәһиридики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин "исламда кишилик һоқуқ" дегән китаб нәшир қилинди. Бу китаб сүрийилик муһәммәд әззуһәйли дегән киши тәрипидин әрәб тилида йезилған болуп, китабни уйғур зиялий абдуләһәд һапиз уйғурчиға тәрҗимә қилған.

RFA Photo / Arslan

Түркийиниң истанбул шәһиридики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған "исламда кишилик һоқуқ" дегән китабниң муқава көрүнүши.


Бу китап бир муқәддимә икки баб вә бир хатимидин тәркип тапқан болуп, һәр бир баб бир қанчә бөлүмгә айрилған. Китабниң биринчи баби, кишилик һоқуқниң әң муһим амиллири, кишилик һоқуқ тарихи вә кишилик һоқуқниң асаси принсиплирини өз ичигә алған.

Иккинчи баби болса, кишилик һоқуқ мәсилисиниң асаси вә сиясий амиллири, аилә қануни, тәлим ‏- Тәрбийә қануни, иш вә капаләтлик қилиш қануни, мал ‏- Мүлүк қануни, пуқралиқ қануни, көчмәнлик қануни вә хәлқара қанунларни шундақла франсийә кишилик һоқуқ хитабнамиси, дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси, хәлқара ислам кишилик һоқуқ хитапнамисини өз ичигә алған.

Китабта йәнә ислам дининиң кишилик һоқуқ нәзәрийә вә әмәлий позитсийиниң асаси принсиплири оттуриға қоюлған болуп, тарихий ноқтинәзәрдин, қәдимки дәвргә аит кишилик һоқуқ мәсилисини көрситип бериш, яврупа вә ислам дунясида қәдимдин тартип бүгүнки күнгичә болған барлиқ кишилик һоқуқ мәсилисигә нәзәр ташлаш.

Кишилик һоқуққа дәхли ‏- Тәруз қилған барлиқ амилларни билиш, униң оттуриға қойған мәқсәт ‏- Ғайилирини изаһлаш, шәриәт вә қанунниң дәлиллирини, һәр түрлүк келишимләр, баяннамиләр вә кишилик һоқуқ тоғрисида түзүлгән шәртнамиләрни чүшиниш. Инсаний қанунлар билән ислам қанунини, фәқиһи мәзһәпләр билән һәр түрлүк пикир еқимлирини вә хәлқаралиқ рәсмий қанунларни селиштуруш ноқтиийнәзирийиси.

Кишилик һоқуқ тоғрисида шәриәт мәтинләр вә фәқиһи китаблардин елинған мәлуматларни вә пикирләрни, қануний маддиларни, келишмә вә баяннамиләрниң ибарилирини, алимлар, қануншунаслар вә мутәпәккурларниң кишилик һоқуқ тоғрисидики доклатлиридин дәлил ‏- Пакит кәлтүрүшни өз ичигә алған.

399 Бәтлик бу китабниң ахирида кишилик һоқуқ тоғрисидики хәлқаралиқ вә ислам динидики баяннамиләр, нәзәрийә вә әмәлийәт җәһәттики кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш вә униң җазалирини өз ичигә алған.

Биз, бу китабниң тәһрирлик хизмитини өтигән тәклимакан уйғур нәшриятиниң мәсули абдуҗелил туран әпәнди билән бу китап һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишдин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Аңлаш
Авазни көчүрүш
Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң