Рабийә қадир ханим: мениң хисләтлирим миллитимизниң хисләтлиридур

2009-04-24

Хитай, рабийә қадир ханим һәққидә вәтән ичи - Сиртида һәрхил иғва тарқитип, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбириниң йолини тосушқа, бу арқилиқ уйғур миллий һәрикитини ақситишқа тиришиватқан бу күнләрдә, ғәрб мәтбуатлири уйғур миллий һәрикити вә униң рәһбири һәққидики тәрәпсиз вә обйектип қарашлирини үзлүксиз баян қилип кәлмәктә.

www.uyghuramerican.org Дин елинди.

Уйғур милли һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң "әҗдәрһа билән күрәшкүчи" дегән намдики тәрҗимиһалиниң инглизчә нусхисиниң муқава көрүнүши.



Алдинқи күни "нюйорк вақти гезити" дә уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң биографийиси һәққидә бир парчә тәсират мақалиси елан қилинди.

Мақалидә рабийә ханимниң кишилик хисләтлири һәққидә алаһид тохтилип мундақ дейилгән: рабийә ханим, сап, әқиллиқ, чивәр, пидакар, иқтидарлиқ вә баш әгмәс бир аял, болупму қорқмаслиқ униң асаслиқ хислити.

Һөрмәтлик оқурмәнләр, рабийә ханимниң биографийиси һәққидә тәсиратини баян қилған аптор, ховард фрәнч, америкидики коломбийә университетниң ярдәмчи профессори, нюйорк вақти гезитиниң шаңхәй шөбисиниң мудири. У тәсират мақалисини нюйорк вақти гезитиниң 23 ‏ - Април санида елан қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир - Қарашлириңизни оттуриға қойуң

Пикир - Байанлириңиз тор башқурғучиси тәрипидин тәстиқлиниши керәк болуп, тор бәттә шу заман елан қилинмайду. Бир аз вақиттин кейин, пикир - Байанлириңизниң тәстиқланған йаки тәстиқланмиғанлиқини қайта тәкшүрүп көрүшигизни сораймиз. Пикир - Қарашлириңизни төвәндики җәдвәл арқилиқ, уйғур кона йезиқи бойичә йоллийалайсиз.




Қораллар

Аңлаш
Авазни көчүрүш
Әвәтиш
Хәвәргә муштәри болуш
Бесиш
Бу һекайини қошувелиң