“уйғур авази” гезити мақалә елан қилип, 1947-йили үрүмчидә йүз бәргән “25-феврал қанлиқ вәқәси” ни хатирилигән

Мухбиримиз қутлан
2017.03.11


Алмутада чиқидиған “уйғур авази” гезити 10-март күни ядикар сабитофниң “әхмәтҗан қасиминиң қәйсәрлики” намлиқ мақалисини елан қилип, 1947-йили үрүмчидә йүз бәргән “25-феврал қанлиқ вәқәси” ниң 70 йиллиқини хатирилигән.

Мақалидә буниңдин 70 йил бурунқи уйғур дияриниң тарихий вәқәлири әсләп өтүлүп, әхмәтҗан қасими башчилиқидики или инқилабчилириниң өлкилик бирләшмә һөкүмәт тәркибидә гоминдаң даирилири билән елип барған кәскин күрәшлири баян қилинған.

Мәлумки, 1945-йили күздә миллий армийә манас дәряси бойиға қистап кәлгән, үрүмчидики гоминдаң даирилири ичкий хитайға қечишқа йүз тутқан бир пәвқуладдә тарихий вәзийәттә илидики шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити совет иттипақиниң бесими билән уруш тохтитип сөһбәт үстилигә келишкә мәҗбур болиду.

Үрүмчидә йерим йилдин артуқ давамлашқан тинчлиқ сөһбити нәтиҗисидә “11 битим” имзалинип, өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулиду. Әхмәтҗан қасими башчилиқидики или вәкиллири үрүмчигә келип бирләшмә һөкүмәттә вәзипә өтәйду.

Һалбуки, хитай армийәсиниң гарнизон қомандани суң шилйән башчилиқидики гоминдаң оңчилири или тәрәпниң тәсирини тазилаш, өлкилик бирләшмә һөкүмәттә хизмәт қиливатқан или вәкиллиригә тәһдит селиш ғәризидә 1947-йили 2-айниң 25-күни үрүмчидә қанлиқ вәқә пәйда қилиду.

Пуқрачә кийинип, қураллирини қойниға йошуривалған гоминдаң әскәрлири үрүмчидики хитай, туңган вә аз бир қисим қазақларни һәрикәтләндүрүп, өлкилик бирләшмә һөкүмәт бинасиға бесип кирип, әхмәтҗан қасими башчилиқидики или вәкиллириниң һаятиға тәһдит салиду. Әхмәтҗан қасими қатарлиқлар гоминдаң даирилири билән тиғму-тиғ елишип, ахири уларниң сүйқәстлик пиланини битчит қилиду. Сүйқәсти тармар қилинған гоминдаңчилар вә уларниң аталмиш “намайишчи” қошуни үрүмчи җәнубий қовуққа йиғилип күч көрситиватқан нәччә миңлиған уйғур шәһәр аһалилириниң бесими арқисида тарқилип кетишкә мәҗбур болиду.

Бу вәқә тарихий шаһитлар тәрипидин “25-феврал қанлиқ вәқәси” дегән нам билән хатирилинип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.