Уйғур аптоном райони студентларни асаси қатламға җәлп қилишниң йеңи чарисини елан қилди

Мухбиримиз әркин
2017.10.11

Уйғур аптоном райони йеқинда һөҗҗәт чүшүрүп, һәр хил турмуш қолайлиқлирини яритип бериш, иҗтимаий параванлиқни өстүрүш қатарлиқ васитиләр арқилиқ алий мәктәп пүттүргән студентларни уйғур райониниң асаси қатламлирида ишләшкә җәлп қилишни оттуриға қойған.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң тәшкилат бөлүми вә аптоном районлуқ адәм байлиқи- иҗтимаий параванлиқ назаритиниң “студентларни асаси қатлам хизмитигә йүзләндүрүш вә риғбәтләндүрүш җәлп қилиш һәққидики пикир” намлиқ мәзкур һөҗҗитидә, җәнубтики бир област 3 вилайәтниң намрат йеза-кәнтлиригә берип ишләшни халайдиған студентларға уларниң кәспий, оқуш тарихи қатарлиқ җәһәтләрдики шәртләрни йәңгиллитидиғанлиқи, уларниң игилик тикләп, намратларни қутқузушиға қәрз бериш, һәқсиз тәрбийилиниш қатарлиқ имтиязларға еришидиғанлиқини билдүргән.

Униңда көрситилишичә, уйғур елиниң намрат яқа йезилириға берип хизмәт қилған студентларға синақ басқучида рәсими хизмәтчиләрниң мааши берилидикән. Хитай һөкүмити өткән йилниң ахирлиридин башлап хитайниң ичкири өлкилиридин уйғур райониниң асаси қатлам аманлиқ органлириға вә маарип саһәсигә зор көләмдә хизмәтчи қобул қилишқа башлиған.

Бәзи хәвәрдә, бу йил ичкиридин 60 миң хизмәтчи қобул қилинғанлиқини илгири сүрүлгән иди.

Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғур райониға ичкири өлкиләрдин юқири тәминат билән хизмәтчи қобул қилишни бир хил муқимлиқ тәдбири сүпитидә иҗра қилмақтикән. Улар, бу хил муқимлиқ тәдбири йәрлик уйғурлар билән хитайларниң кирими, иҗтимаий параванлиқи вә турмуш сәвийиси җәһәттики һаңни техиму чоңайтип, муқимсизлиқни техиму күчәйтиветидиғанлиқини әскәртип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.