Хитай германийәдики путбол мусабиқисидә тибәт байриқиниң чиқирилишиға наразилиқ билдүрди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.11.20

Өткән шәнбә күни германийәниң майнез шәһиридә путбол мусабиқиси өткүзүлгән. Мәзкур мусабиқигә қатнишиватқан хитай яшлар командиси тамашибинлар арисида тибәтлик вә тибәтләрни қоллиғучилар болуп 6 кишиниң тибәт байриқини чиқарғанлиқини көрүп, мусабиқини тохтитип мәйдандин яманлиған пети чиқип кәткән.

Игилинишичә, хитай яшлар командиси пәқәт хитайға қарши лозункилар йиғиштурулғандин кейинла мусабиқини давамлаштурған. Бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лу каң баянат елан қилип, хитайниң һәрқандақ бир дөләт вә шәхсниң тибәт мустәқиллиқини қоллайдиған һәрқандақ шәкилдики “террорлуқ вә бөлгүнчилик һәрикити” гә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргән.

Герман сақчилири бу һәқтә ахбаратчиларға бәргән җавабида путбол мәйданида хитай байриқиниң ләпилдишигә рухсәт қилинғанға охшашла башқиларниңму өз байриқини чиқиришиға рухсәт барлиқини ейтқан. Германийә путболчилар бирләшмисиниң мәсули ромй зиммермән, “биз путбол мәйданидики наразилиқ лозункилириға чәклимә қоялмаймиз, чүнки биздә ипадә әркинлики бар һәм бу һәқтә бәлгилик қаидә-түзүмләрму бар,” дегән.

Путбол мәйданида байрақ чиқарған тибәтликләр болса, өзлириниң байриқи вә хитайға болған наразилиқини ипадиләйдиған лозункилири арқилиқ хитайниң тибәтни бесивелишиға вә у йәрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарита наразилиқини билдүргәнликини баян қилған.

Мәлум болушичә, хитай 2020‏-йили токйода өткүзүлидиған олимпик тәнһәрикәт йиғиниға тәйярлиқ үчүн қатнишиватқан бу мусабиқисиниң йәнә бир қетимлиқи франкифортта өткүзүлидикән. Игилинишичә, германийәдики алақидар тәрәпләр хитайни путбол мәйданидики наразилиқ һәрикәтлиригә қарита көңлидә тәйярлиқ болуши лазимлиқини вә вәзийәткә салмақлиқ билән муамилә қилишқа дәвәт қилған икән. 

Хитай путболчилар яманлап тохтитивалған мәзкур мусабиқидә рәқибигә 3:0нәтиҗә билән уттуруп қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.