“бимәнилик тутқунлири: гуәнтанамодики уйғурлар” намлиқ һөҗҗәтлик филим чех җумһурийитидә қизиқиш қозғиди
2015.03.09
Чех җумһурийитидә чиқидиған әң чоң вә даңлиқ гезитләрдин бири болған “иднес” гезитидә түнүгүн уйғурлар тоғрилиқ мәхсус бир сөһбәт мақалиси елан қилинған.
Мәзкур мақалә нөвәттә чех җумһурийитиниң пайтәхти прагада өткүзүлүватқан “‛бир дуня‚ хәлқара кишилик һоқуқ филим фестивали” мәзгилдә йоруқ көргән.
Прагадики филим фестивалға алаһидә талланған “бимәнилик тутқунлири: гуәнтанамодики уйғурлар” намлиқ һөҗҗәтлик филим 4-вә 5-март күнлири чехта қоюлған. Мәзкур филим чех көрүрмәнлири арисида зор қизиқиш қозғиған һәмдә уларниң уйғурларға болған чүшәнчисини ашурған.
Чех җумһурийитидә чиқидиған әң чоң гезитләрдин бири болған“иднес” гезитиниң мухбири мәзкур филим фестивалиға тәклип бойичә қатнишиватқан уйғур паалийәтчиси рошән аббас ханим билән сөһбәт өткүзгән.
Мәхсус мақалә сүпитидә елан қилинған бу сөһбәттә гуәнтанамоға қамалған уйғур тутқунларниң һәқиқий әһвали шундақла уйғурларниң нөвәттики сиясий вә иҗтимаий реаллиқи һәққидә баянлар берилгән.