Го венгүй “уйғурларниң әһвали билингәндин көп еғир” деди
2017.10.05
Хитайдики юқири дәриҗилик әмәлдарлар вә хитай һөкүмитигә аит ички ишларни ашкарилаш билән тонулған, сүргүндики хитай милярдер го венгүй уйғурлар вәзийитиниң ахбаратқа ашкариланғандин көп еғир икәнликини оттуриға қойди.
У бу сөзләрни 5-өктәбир америка пайтәхти вашингтондики “дөләтлик ахбаратчилар кулуби” да уюштурған мухбирларни күтүвелиш йиғинида оттуриға қойди.
Нурғун ахбарат органлириниң мухбирлири вә тәшкилат-җәмийәтләр вәкиллири қатнашқан бу ахбарат йиғини “ювтуп” тори арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилди. У, ахбарат елан қилиш йиғинини “мениң бу йәрдә бүгүн һаят олтуруп силәр билән көрүшүшүм асанға тохтимиди” дегән сөз билән башлиди.
Бу қетимқи мухбирларни күтүвелиш йиғиниға америка уйғур кишилик һоқуқ қурулуши башлиқи өмәр қанат әпәндимму қатнашқан болуп, у, го венгүйдин уйғурларниң әһвали һәққидә соал сориди.
Го венгүй буниңға җаваб берип “мән уйғурлар һәққидә нурғун ишларни билимән. Чүнки хитайда дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири болған һәм шундақла шинҗаң ишлириға мәсул болған ма җийән мениң йеқин достум иди. Мән униң билән узундин буян тонуш. У маңа шинҗаң тоғрулуқ нурғун ишларни ейтип бәргән. Қисқиси, у йәрдики әмәлийәт чәтәл ахбаратлирида ашкарилиниватқандин вә пәрәз қилинғандин көп көп еғир” деди.
У йәнә сөзини давам қилип “мән алдимиздики күнләрдә шинҗаң вә шизаңға мунасивәтлик билидиған әһваллиримни америка һөкүмитигә йәткүзүп, хитай һөкүмити шинҗаң вә шизаң һәққидә илгири сүрүватқанларниң ялғанлиқини ашкарилаймән. Буни ашкарилаш бәк муһим, чүнки уларниң бу районларда қиливатқини инсанлиққа хилап” деди.
Го венгүй юқирида тилға алған ма җийән 2006-йилидин буян хитай дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири болуп вәзипә өтигән болуп, у асаслиқ хитайниң җасуслуққа қарши саһәсигә мәсул болған икән.
Ма җийән өткән йили парихорлуқ билән әйибләнгән, 12-айда хитай компартийәсидин қоғлап чиқирилип, тәптиш органлириға тапшурулған.
Көзәткүчиләр, униң делосиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған җу йүңкаңға бағлап қаттиқ бир тәрәп қилинидиғанлиқини тәхмин қилишқан иди.