Америка, гу венгуйниң вашингтондики паалийитиниң хитайниң тор һуҗумиға учриғанлиқини дәлиллиди
2017.10.06
Америка әдлийә министирлиқи сүргүндики хитай милядер гу венгу 4-өктәбир нутуқ сөзлимәкчи болған америка худсон институтиниң тор һуҗумға учриғанлиқини вә тор һуҗумни хитайниң қилғанлиқини дәлиллигән.
Америка “вол-стрет журнили” гезитиниң җүмә күни хәвәр қилишичә, америка әдлийә министирлиқиниң баянатчиси худсон институти учриған бу қетимлиқ тор һуҗуминиң хитайниң шаңхәй шәһиридин кәлгәнликини билдүргән. Әдлийә министирлиқи баянатчисиниң билдүрүшичә, америка әдлийә министири җеф сешеон шу күни бу мәсилини дәрһал вашингтонда өткүзүлүватқан америка-хитай қанун органлири вә тор бихәтәрлик диалогида оттуриға қойған.
Го венгуй әсли 4-өктәбир күни худсон институтида доклат сөзләп, хитайниң җасуслуқ һәрикити вә компартийә сиясий бйоросидики бәзи әмәлдарларниң хиянәтчилик сәтчиликигә даир бәзи мәхпийәтликләрни ашкарилайдиған болған. Бирақ худсон институти бир қанчә саәт аввал доклат бериш йиғинини бикар қилған иди.
“вол-стреит журнили” гезитиниң хәвиридә баян қилишичә, худсон институти хитайниң қаттиқ бесими вә тор һуҗуминиң нәтиҗисидә гу венгуйниң нутуқ сөзлишишни бикар қилған. Шуниң билән гу венгуй 5-өктәбир америка мәмликәтлик ахбарат кулубида ахбарат йиғини өткүзгән. У, ахбарат йиғинида уйғур вәзийити һәққидики бир соалға җаваб берип, уйғурлар вәзийити ахбарат устилирида ашкариланғандин көп еғир икәнликини билдүргән. У, хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқиниң сабиқ муавин министири ма җйәнниң өзигә шинҗаң һәққидә нурғун ишларни ейтип бәргәнликини әскәртип, “у йәрниң әмәлий әһвали чәтәл ахбаратлирида ашкарилиниватқандин вә пәрәз қилинғандин көп еғир” дегән иди. Ма җйән бурун хитай дөләт хәвпсизлики министирлиқиниң террорлуқ ишлириға мәсул әмәлдари болуп, 2016-йили декабирда қолға елинған иди.