Хитай җ х министирлиқи го венгуй елан қилған мәхпий һөҗҗәтни инкар қилди

Мухбиримиз әркин
2017.10.09

Хитай һөкүмити 8‏-өктәбир баянат елан қилип, хитайниң америка худсон институти ториға һуҗум қилғанлиқи вә сүргүндики хитай милядер го венгуй 5‏-өктәбир елан қилған мәхпий һөҗҗәтниң чинлиқини инкар қилған.

Го венгуй 5‏-өктәбир америка мәмликәтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтүвелип, хитай дөләт хәвпсизлик комитетиниң америкиға 27 нәпәр җасуслуқ хадими әвәтишни қарар қилғанлиқи һәққидики бир мәхпий һөҗҗәтни елан қилған. У, хитайниң бу җасуслар арқилиқ америкада бузғунчилиқ һәрикити елип баридиғанлиқини илгири сүргән. Го венгуй 5‏-өктәбир ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүштин бир күн бурун америка худсон институтида нутуқ сөзләшни пиланлиған. Бирақ худсон институти бир қанчә саәт бурун нутуқ сөзләшни бикар қилған. Америка “вол-стерит журнили” гезити худсон институтиниң хитайниң бесими вә униң тор һуҗумиға учрап нутуқ сөзләшни бикар қилғанлиқини билдүргән.

“вол-стерит журнални” гезити йәнә америка әдлийә министири җәф сешионниң шу күни вашингтонда өткүзүлгән бир йиғинда хитай җ х министири го шиңкүнгә наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилған иди. Хитай җ х министирлиқи 8‏-өктәбир ройтерз агентлиқи арқилиқ елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң тор һуҗумида қоли барлиқиға даир һечқандақ дәлил байқалмиғанлиқини билдүргән. Униңда мундақ дейилгән: “хитай тәрәп америка һөкүмитигә го венгуйниң сахта һөҗҗәт ойдуруп чиқип, у паш қилған нәрсилиригә пакит ойдурмақчи болғанлиқиға даир дәлилләрни тапшурди вә америка тәрәптин бу ишни тәкшүрүшини рәсмий тәләп қилди.”

Го венгуй 5‏-өктәбир америка мәмликәтлик ахбарат кулубида өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, уйғурларниң вәзийити “чәтәл ахбаратлирида ашкарилиниватқандин вә пәрәз қилинғандин көп еғир,” дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.