Һиндистан чегра қаравуллирини күчәйтип, хитайниң “бишәмлики” гә тақабил туридиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2018.01.12

Һиндистанниң юқири дәриҗилик бир һәрбий әмәлдари җүмә күни һиндистан армийәсиниң хитай билән ихтилаптики чегра линийәсидә қаравуллуқни күчәйтип, хитайниң “бишәмлики” гә тақабил туридиғанлиқини билдүргән.

Һиндистан билән хитай оттурисидики чегра ихтилапи 1962‏-йили қораллиқ тоқунушқа сәвәб болған. Өткән йили икки дөләт чегра қисимлири бутанниң доклам игизликни талишип, бир-биригә таш етишқан иди.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һиндистан армийәсиниң штаб башлиқи генерал бипин рават җүмә күни ахбарат йиғини чақирип, “биз хитайниң күчлүк дөләт икәнликини билимиз. Әмма бизму аҗиз дөләт әмәс,” дегән. Генерал бипин раватниң билдүрүшичә, һиндистан чегра қисимлириниң салмиқини ашурған шундақла қаравуллуқни күчәйткән. У йәнә, “бизниң хитайниң бишәмликигә тақабил туруш қабилийитимиз бар. Биз хитайниң земинимизға таҗавуз қилип киришкә йол қоймаймиз. Таҗавузчилиқ қачан йүз бәрсә бәрсун, биз өзимизни қоғдаймиз, чүнки бу бизниң һәққимиз,” дегән.

Өткән йили һиндистан вә хитай чегра мудапиә қисимлириниң доклам егизликини талишип, бир-биригә таш етиш вәқәсигә икки тәрәптин нәччә йүз әскәр қатнашқан. Генерал бипин рават җүмә күни мухбирларға қилған сөзидә шу вәқәдә һиндистан қисимлириниң чеградин өтүп докламни қоғдиғанлиқини билдүрүп, “чүнки биз хитайниң пүтүн доклам егизликини тәнһа игиливелиши вә уни өзиниң қиливелишқа урунидиғанлиқини биләттуқ”, дегән.

Униң қәйт қилишичә, шу чағда һиндистан қораллиқ тоқунушқа тәйярлиқ қилип қойған икән. У, “шу чағда қораллиқ тоқунуш партлиған болса һиндистанниң пайдилиқ вәзийәттә икәнлики” ни билдүргән. Доклам игиликидә йүз бәргән ихтилап өткән йили 6‏-айниң оттурилиридин башланған. Ихтилапқа хитай чегра қисимлириниң һиндистанниң бутан вә тибәт оттурисидики бу районда ташйол ясиши сәвәб болған. Лекин һәр икки тәрәп 8‏-айниң оттурилирида чегра қисимлирини чекиндүрүп, қораллиқ тоқунуш партлашниң алдини алған. 1962‏-Йили партлиған қораллиқ тоқунушқа чеградики ихтилап сәвәб болған. Хитай һиндистанниң аруначал штатини талишип, мәзкур штатниң тибәткә қарайдиғанлиқини илгири сүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.