Йеңи йил кечиси истанбулда террорлуқ һуҗуми йүз берип 39 адәм етип өлтүрүлгән, 69 адәм яриланған

Мухбиримиз қутлан
2017.01.02

Йеңи йил кечиси истанбулдики бир кечилик кулубта террорлуқ һуҗуми йүз берип, пүткүл түркийә шундақла дуня җамаитини йәнә бир қетим сарасимгә салған.

Анадолу хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, йеңи йил киргән кечиси саәт 01:15 өткәндә аптоматик қорал тутқан салаһийити намәлум бир киши истанбулниң ортакөй районидики бир кечилик кулубқа бастуруп кирип, кишиләрни қирғин қилған.

Туюқсиз йүз бәргән бу террорлуқ һуҗумида җәмий 39 киши етип өлтүрүлгән, 69 киши яриланған. Түркийә адаләт министирлиқиниң билдүрүшичә, оқта өлгән 39 кишиниң кимлики ениқланған болуп, уларниң 27 нәпири чәтәллик, 11 нәпири түркийәлик икән. Бир нәпәр өлгүчиниң салаһийити техичә мәлум әмәскән.

Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған вәқәдин кейин инкас дәрһал қайтуруп, “түркийәниң террорлуққа қарши күрәшни ахириғичә давамлаштуридиғанлиқи” ни билдүргән.

Мәлум болушичә, кимлики техичә ашкариланмиған террорчи 5 диска оқ етип, пүтүн мәйданни қанға бойиғандин кейин нәқ мәйдандин айрилған. Өлгәнләр ичидә бир нәпәр сақчиниң барлиқи мәлум. Террорчиниң кимлики, дөләт вә милләт тәвәлики һәққидә авам арисида түрлүк қиясий тәхминләр оттуриға чиқиватқан болсиму, әмма түркийә һөкүмәт тәрәп қечип кәткән террорчиниң кимлики һәққидә һазирғичә ениқ учур бәрмигән.

Бу қетимлиқ террорлуқ һуҗуми буниңдин 3 һәптә илгири истанбулда йүз бәргән, җәмий 45 киши өлгән адәм бомба һуҗумидин кейин пүтүн түркийәни зилзилигә салған йәнә бир қетимлиқ зор террорлуқ вәқәси икән.

Түркийә баш муптиси мәһмәт гөрмәз бу мунасивәт билән баянат елан қилип, террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблигән. Баянатта мундақ дейилгән: “йеңи йил кирип бир саәт өткәндә йүз бәргән бу террорлуқ һуҗуми дөлитимизни чоңқур азабқа чөмдүрди. Инсанлиққа ят болған бундақ қирғинчилиқ мәйли базарда, мәйли көңүл ечиш сорунлирида яки ибадәт орунлирида йүз беришидин қәтийнәзәр һәммиси охшашла террорлуқ қилмишидур. Униңға һечким чидап туралмайду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.