Шинҗаң университети марксизм оқутушида хитайдики алдинқи университетларниң бири болған
2017.09.22
Хитай маарип министирлиқи, хитай тәрәққият-ислаһат комитети вә малийә министирлиқи йеқинда тәкшүрүш елип берип, шинҗаң университетини марксизм оқутуши бойичә хитайдики әң яхши 6 алий мәктәпниң бири, дәп баһалиған.
Хитайда чиқидиған “йәр шари вақти гезити” ниң хәвәр қилишичә, марксизм оқутушида әң алдинқи орунда туридиған 6 алий мәктәпниң ичидә йәнә чиңхуа университети билән бейҗиң университитиму бар икән.
Игилинишичә, шинҗаң университити хитайдики алдинқи 100 али мәктәп тизимликигә киргән болсиму, әмма униң илмий тәтқиқат вә оқутуш җәһәттики сәвийәси һечқачан хитайдики алдинқи 50 али мәктәпниң қатариға кирип бақмиған икән.
Бәзи көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, мусулманлар хели зор салмақни игиллиләйдиған бу университетниң маркизисим оқутушида хитайдики алдинқи 6 али мәктәпниң бири болуп баһалинишини хитайниң уйғур елида елип бериватқан һазирқи сияситидин айрип қариғили болмайдикән.
Хитай компартийәси йеқинқи йиллардин бери уйғур диярида “диний ашқунлуқ” қа қарши туруш намида мусулманларниң диний етиқадини қаттиқ чәкләп, уйғур вә башқа йәрлик мусулман хәлқләргә марксизм вә худасизлиқ тәрбийәсини күчәйтип кәлгән иди.
Бу йил 6-айда шинҗаң университетиниң мудири вәли барат “икки йүзлимичиләр” гә қарши елан қилған баянатида, “икки йүзлимичиләр” ни оқутуш вә тәтқиқат ишлирида “марксизмни йетәкчи қилмаслиқ”, “ғәрбләштүрүш” ни “марксизмни җуңгочилаштуруш” ниң орниға дәсситиватқанлиқи шундақла марксизмлиқ дуняқарашни аҗизлаштуруп, оқуғучиларға болған марксизмлиқ “бәш қараш” тәрбийәсини шәкилгә айландуруп қойғанлиқи билән тәнқидлигән иди.
“йәр шари вақти гезити” ниң хәвиридә “бу әһвал хитайда диққәтни марксизм вә идеологийә хизмитигә мәркәзләштүрүшниң күчийиватқанлиқини көрситип бериду”, дейилгән.