Хитай террорлуққа қарши туруш мәсилисидә пакистанни ақлиди

Мухбиримиз әркин
2017.09.08

Хитай җүмә күни террорлуққа мәсилисидә пакистанни ақлап, униң террорлуққа қарши туруш урушида зор бәдәл төләватқанлиқини илгири сүрди.

Йеқинда америка президенти доналд трамп пакистанниң террорлуқ гуруһларни макан билән тәминләватқанлиқини билдүргән. Арқидинла алтун кесәк дөләтлириниң шяменда ечилған башлиқлар йиғинида пакистандики “ләшкәри таибә”, “җаиши муһәммәд” қатарлиқ қораллиқ гуруһлар террорлуқ тәшкилат, дәп елан қилинған иди.

Юқириқи һадисиләрдин кейин хитайниң җүмә күни пакистанни террорлуқ мәсилисидә ақлиши хәлқара ахбарат васитилириниң диққитини қозғиди.

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи, пакистан һөкүмити вә хәлқи террорлуққа қарши туруш урушида зор бәдәл төлигәнликини әскәртип, “хәлқара җамаәт буни етирап қилиши.... Һәм пакистанниң тиришчанлиқини тонуши керәк” дегән.

Бирақ америка, һиндистан, афғанистан қатарлиқ дөләтләр пакистанни қораллиқ террорлуқ гуруһларни қанат астиға елиш, уларға юмшақ қоллуқ қилиш, уларни макан билән тәминләш яки васитилик ишқа селиш билән әйибләп кәлди.

Президент трампниң арқисидин америка дөләт ишлар министири рекис тиллерсон пакистанни агаһландуруп, униң америка билән иттипақдашлиқ штатидин айрип қелиши мумкинликини, америкиниң униңға беридиған һәрбий ярдимини көздин кәчүридиғанлиқини билдүргән.

Көзәткүчиләрниң илгири сүрүшичә, хитай “шәрқий түркистан  ислам һәрикити”  қатарлиқ гуруһларни “террорлуқ тәшкилат”, дегәндә чиң туруп кәлгән болсиму, бирақ у пакистандики “талибан”, “ләшкәри таибә” қатарлиқ қораллиқ гуруһларға көз юмуп кәлгән иди.

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи юқириқи сөзләрни җүмә күни пакистан ташқи министири каваҗа муһәммәд асиф билән бейҗиңда өткүзгән ахбарат йиғинида қилған.

Каваҗа муһәммәд асиф пакистан баш министириниң дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси насир хан җанҗуа билән җүмә күни хитайни зиярәт қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.