Сиясий қанун сепидики уйғурларму қәсәм бәргүзүлди

Мухбиримиз җүмә
2017.04.22

Хитай даирилири сиясий қанун сепидики уйғурларниму “үч хил күч” кә қариши қәсәм бәргини салған.

Қәсәм бериш мурасимини 20-апрел аптоном районлуқ сақчи офитсерлар институтида өткүзүлгән. Тәңритағ ториниң хәвәр қилишичә, мәзкур йиғин уйғур аптоном районлуқ парткомниң муавин секретари вә сиясий қанун комитети секретари җу хәйлүнниң биваситә орунлаштуруши билән өткүзүлгән.

Хитай даирилири йеқиндин буян мәхсус уйғур зиялийлири вә даңлиқ шәхслирини асас қилип уларни уйғурларға қарита чақириқ елан қилишқа орунлаштурған.

Мәзкур йиғиндиму пүтүнләй уйғурлардин тәркиб тапқан қанун сепидики аталмиш “илғарлар” қәсәм бәргән.

Йиғинда буларға вакалитән уйғур аптоном районлуқ сиясий қанун комитети қанун иҗра қилишини назарәт қилиш ишханиси мудири нәбиҗан ибраһим “аптоном районидики 100 нәпәр илғар сиясий қанун кадириниң бирләшмә имзалиқ хети” ни оқуп өткән.

Хәвәрдә мундақ көрситилгән: “сиясий қанун сепидики хадим-сақчилар бирләшмә очуқ хәт арқилиқ ‛үч хил күч‚ кә қариши омумий йүзлүк җәң елан қилди.”

Йиғиға риясәтчилик қилған уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җу чаңҗийе “үч хил күч” вә “иккийүзлимичиләр” гә җәң елан қилишини қайта тәкитлигән.

Алдинқи күни уйғур аптоном районниң рәиси шөһрәт закир, аптоном районлуқ иҗтимаий пәнләр академийисиниң партком секретари абләт мәмәт қатарлиқлар уйғурларға қарита очуқ хәт елан қилған.

Шөһрәт закир хетидә уйғурларни агаһландуруп, “уч хил күчләрниң қилмишлириға сүкүттә турушниң, җинайәтчиләрни қанат астиға елиш болуп һесаблинидиғанлиқи” ни ейтқан иди.

Шөһрәт закирниң очуқ хетигә инкас қайтурған дуня уйғур қурултийи рәис рабийә қадир ханим: “қорчақ рәис шөһрәт закирниң баянлириниң өзи, хитай һөкүмитиниң бастуруш обйектиниң уйғурлар икәнликиниң испати” дәп көрсәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.