Уйғур тили вә ислам диниға даир мәзмунлар йәслиләрдә қаттиқ чәкләнмәктә

Мухбиримиз әзиз
2017.09.25

Иҗтимаий таратқуларда кәң тарқалған “хотәндики йәсли оқутқучилири үчүн сәккиз интизам вә хотәндики дөләт тили маарипиға даир бәш бәлгилимә” намлиқ һөҗҗәт уйғурлар дияридики йәслиләрдә уйғур тили вә ислам диниға даир мәзмунларниң қаттиқ тәқиб астиға өткәнликини йәнә бир қетим әкс әттүрмәктә.

Мәзкур бәлгилимидә оқутуш паалийәтлириниң “дөләт бир туташ қоллинидиған тил”, йәни хитай тилида болидиғанлиқи, буниң 2017-йили күзлүк оқуш мәвсумидин башлап башланғуч 1-йиллиқтин толуқсиз 1-йиллиққичә болған синипларда иҗра қилинидиғанлиқи тәкитләнгән.

Униң иккинчи вә үчинчи маддилирида оқутқучиларниң динға етиқад қилиши һәмдә һәрқандақ шәкилдики диний паалийәткә қатнишиши қәтий мәни қилинған. Шуниңдәк диний пураққа егә һәрқандақ кийимни кийиш, җүмлидин әр оқутқучиларниң сақал-бурут қоюши, аял оқутқучиларниң яғлиқ артиши чәкләнгән.

Буниңдин бирнәччә ай илгири уйғур аптоном районидики маарип тармақлири уйғур тилиниң маарип саһәсидә ишлитилмәйдиғанлиқи һәққидә рәсмий һөҗҗәт чиқарған иди. Әмдиликтә болса буниң йәслиләрдин башлап қаттиқ иҗра қилиниши муһаҗирәттики уйғурлар арисида күчлүк ғулғула пәйда қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.