Йәнә уйғурлар “үч хил күч” кә қариши мәйданини ипадиләшкә селинди

Мухбиримиз җүмә
2017.04.29


Хитай даирилири уйғур елидә йолға қойған аталмиш “үч хил күч” кә қариши мураҗиәтнамә елан қилиш, тәшвиқ қилиш вә қәсәм бериш һәрикитини изчиллаштурмақта.

Шинҗаң гезитиниң 29 - апрел хәвәр қилишичә, үрүмчидә бу һәптә өткүзүлгән бир йүрүш һәрикәткә һөкүмәт органлиридин башқа аммиви кубларму қатнаштурулған.

Хитай бу һәрикәткә “‛үч хил күч‚ кә омумйүзлүк җәң елан қилиш һәрикити” дәп нам бәргән.

Бу нөвәт “һәрикәт” кә қатнашқан органлар арисида, аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назарити, аптоном районлуқ сәһийә саһәсидин 2 - дохтурхана вә аптоном районлуқ уйғур тебабәт дохтурханиси, уйғур аптоном районлуқ хәлқ ишлар назарити вә уйғур елидики тәңритағ йилпизи путбол кулуби қатарлиқлар бар.

Бу һәрикәттиму асаслиқи уйғур рәһбәрләрниң сиясийси мәйданини ипадиләп мураҗиәт елан қилиши диққәтни чекиду.

24 - Апрел аптоном районлуқ сәһийә саһәсидикиләрниң қәсәм бериш йиғинида уйғур тебабәт дохтурханиси хоҗилиқ бөлүм башлиқи әсәт һашим уйғур тебабәт дохтурханисиға вакалитән мәйданини ипадилигән һәмдә идеологийә саһәсидики бөлгүнчиликкә қарши туридиғанлиқи вә милләтләр иттипақлиқини һаятини асриғандәк асрайдиғанлиқини билдүргән.

Шу күни хәлқ ишлар назаритидә чақирилған тәшвиқат йиғинда мәзкур назарәтниң назири тохти явқуп “‛үч хил көч‚ кә қәтий қарши туридиғанлиқи, партийәниң гепини аңлап партийәгә әгишидиғанлиқи” ни билдүргән.

Униңдин башқа асаслиқ әзалири уйғурлардин тәркиб тапқан “тәңритағ йилпизи путбол кулуби” му 27 - апрелдин башлап уйғур аптоном районлуқ иттипақи комитетиниң4 нәпәр уйғур мәсули елан қилған “уйғур яшлириға 5 соал” ни өгинишкә башлиған.

“уйғур яшлириға 5 соал” да уйғур яшлири хитай дөлитини сөйүшкә чақирилған вә “хитай тили билмәслик номус” дәп көрситилгән. Бу көзәткүчиләрниң тәнқидигә учриған иди.

Хитай даирилири йеқиндин буян уйғур елидә аталмиш “иккийүзлимичиләргә” гә зәрбә бериш һәрикити қозғиған вә асасән дегүдәк уйғур сәрхиллирини ипадә билдүрүшкә салған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.