Хитайниң уйғурларниң DNA әвришкисини топлиши хәлқара таратқуларда күчлүк диққәт қозғиди
2017.12.13
Дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати түнүгүн хитайниң уйғурлардин омумйүзлүк һалда DNA әвришкиси топлиғанлиқи һәққидә бир доклат елан қилди.
Мәзкур доклатта бу һәрикәтниң кишилик һоқуққа, җүмлидин инсанларниң шәхсий мәхпийәтлик һоқуқиға дәхли-тәруз йәткүзүш икәнлики алаһидә тәкитләнди.
Мәзкур доклат бүгүн хәлқара ахбарат васитилириниң күчлүк диққитини қозғиди. Американиң с н н телевизийәси бу һәқтики мәхсус хәвиридә уйғур аптоном районида йеқинқи йилларда көп қетимлап қаршилиқ һәрикәтлири йүз бәргәнлики, хитайниң буни диний әсәбийликкә бағлап тәшвиқ қилғанлиқи, әмәлийәттә буниң сәвәбиниң райондики адәттин ташқири диний бесим вә сиясий тәңсизлик икәнлики тилға елинди.
Яху хәвәр торида болса асаслиқ нопуси уйғурлардин тәшкилләнгән мәзкур районниң хитайниң сақчи вә әскирий күчлири билән толғанлиқи әскәртилди. Әнглийәниң “муһапизәтчи”, йәни “гардиян” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә уйғур аптоном райониниң хитайдики әң қаттиқ башқурулуватқан җай икәнлики, хитай даирилириниң районида арқа-арқидин аталмиш “террорлуққа қарши маневир” өткүзүп, уйғур хәлқигә тәһдит селиватқанлиқи тәкитләнди.
Хәвәрләрдә омумйүзлүк һалда “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай ишлири бөлүминиң мәсули софей ричардсонниң “пүтүн бир хәлқниң DNA қатарлиқ биологийилик учурлирини мәҗбури топлаш хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамисигә пүтүнләй хилап. Әгәр у саламәтлик тәкшүрүши дегәндәк намлар билән мәхпий елип берилса, техиму хәтәрлик,” дегән сөзлиригә орун берилди.