Хитай һөкүмити уйғур елидики аһалиләрниң биологийәлик учурлирини йиғиш һәрикитини ақлиди

Мухбиримиз ирадә
2017.12.14

Хитай һөкүмити алдинқи күни хитайниң уйғур елидики аһалиләрниң DNA әвришкиси қатарлиқ биологийәлик учурлирини йиғиватқанлиқиға аит доклат елан қилған хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатини “ялғанчилиқ қилди,” дәп әйиблигән.

Чаршәнбә күни, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати бир парчә доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елида милйонлиған хәлқниң DNA әвришкиси қатарлиқ биологийәлик учурлирини йиғиватқанлиқини, йәнә келип буни “омумий хәлқ саламәтлик тәкшүрүши” дегән сахта нам астида елип бериватқанлиқини қаттиқ тәнқид қилған иди. Мәзкур доклат с н н телевизийәси, “малийә вақти гезити” қатарлиқ муһим хәлқара ахбарат васитилириниңму диққитини қозғиған.

Хитайниң компартийәсиниң авази һесаблинидиған “хәлқ гезити” чаршәнбә күни кәчқурун елан қилған хәвиридә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лу каң шу күнки ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң бу һәқтә сориған соалиға “бу тәшкилат давамлиқ хитайға мунасивәтлик вәқәләр үстидә ялған баянларни берип кәлмәктә. Һөкүмитимиз бундақ сөзләргә вақит исрап қилишниң һаҗити йоқ дәп қарайду,” дәп җаваб бәргән.

Һалбуки, “хәлқ гезити” өз хәвиридә уйғур ели даирилириниң аһалиләрниң бармақ изи, көз қаричуқи, қан типи вә DNA әвришкисини йиғқанлиқини вә уни архиплаштурғанлиқи рәт қилмиған. Әмма униң йеңи кимлик картиси ясаш вә нопус истатескиси үчүн зөрүрлүкини, һөкүмәтниң дөләт бихәтәрлики үчүн бундақ учурларни йиғиш һоқуқи барлиқини илгири сүргән. Диққәт қозғайдиғини шуки, хәвәрдә җеҗяң университетиниң турғунҗан турсун исимлик бир нәпәр уйғур оқутқучисиниң сөзи нәқил елинип, “д н а әвришкилирини йиғишни кишилик һоқуқ дәпсәндичилики дейишниң асаси йоқ,” дейилгән.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати болса һөкүмәтләрниң өз мәйличә кишиләрниң биологийәлик учурлирини йиғиш һоқуқи болмайдиғанлиқини, буниң б д т да бәлгиләнгән бир қанчә алақидар қанунларға хилаплиқини әскәртмәктә. Улар, хитай һөкүмитиниң “саламәтлик тәкшүрүши” дегән сахта нам астида бу учурларни йиғишини инсан ғурури вә җисманий һоқуққа қилинған еғир дәпсәндичилик, дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.