Уйғур елида йәнә 11 киши “қанунға хилап учур тарқитиш” дегән җинайәт билән җазаланди

Мухбиримиз ирадә
2017.03.28

Уйғур аптоном район даирилири бүгүн йәнә 11 кишини “қанунға хилап учур тарқатти” дегән җинайәт билән бир тәрәп қилған.

Тәңритағ ториниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, 11 кишиниң 6 нәпири уйғур, 1 нәпири қазақ, 4 нәпири хитай болуп, уйғур билән қазақ һәммиси дегүдәк диний әсәбийлик, террорлуқ вә қанунсиз вәз ейтқан видийоларни көрүш вә тарқитиш җинайити билән тутқун қилинған. Икки нәпәр хитай болса террорлуққа аит сахта учур тарқитип, хәлққә вәһимә селиш вә уйғур елидики муқимлиқ сиясәтлиригә һуҗум қилиш билән җазаланған.

Юқиридики бу 11 киши хитайниң “террорлуққа қарши туруш қануни”, “җинайи ишлар қануни”, “алақә тори учур мулазимәт башқуруш чариси” дегәнләргә хилаплиқ қилиш билән җазаланған.

Дуня уйғур қурултийи болса, хитай һөкүмитиниң кишиләрниң пикир вә учур әркинлики һәмдә диний әркинликини еғир һалда дәпсәндә қиливатқанлиқини билдүрди.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати йеқинда бир баянат елан қилип, уйғур елида террорлуққа қарши туруш қануниға асасән җазалиниватқан кишиләрниң пәқәтла хитай асасий қанунида капаләткә игә қилинған пикир қилиш вә тинч усул билән өзиниң наразилиқини ипадиләшкә охшаш һәрикәтлири үчүнла “террорлуқ” қа четилип бир тәрәп қилиниватқанлиқини әскәртип, хитай һөкүмити уйғур елида террорлуққа қарши туруш қанунини сиясий мәқсәтлири үчүн қоллиниватиду, дегән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.