Уйғур диярида йәнә икки нәпәр назарәт дәриҗилик әмәлдар тәкшүрүлгән

Мухбиримиз қутлан
2017.03.20

Игилинишичә, уйғур аптоном районида йәнә икки нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдар “интизамға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилған” лиқи сәвәблик тәкшүрүлмәктикән.

“асия киндики тори” ниң хәвәр қилишичә, тәкшүрүшкә елинған икки нәпәр әмәлдарниң бири уйғур аптоном районлуқ орманчилиқ назаритиниң сабиқ назири ниҗат мәхмут, йәнә бири алтай вилайитиниң партком секретари дең җаңву икән.

Хәвәрдә бу икки нәпәр әмәлдарниң тәкшүрүшкә елинишидики конкрет сәвәбләр, йәни уларниң хитай компартийәниң қайси хил “интизамиға хилаплиқ қилғанлиқи” һәққидә һечқандақ учур берилмигән.

Шинхуа ториниң хәвиригә қариғанда, 19-март күни даириләр йәнә үрүмчи шәһәрлик парткомниң секретари ли шөҗүнни әмилидин елип, униң орниға шү хәйроңни йеңи секретарлиққа тәйинлигән.

Хәвәрдә уйғур аптоном районлуқ парткомниң нөвәттики җиддий вәзийәтни көздә тутуп, үрүмчиниң райондики пәвқуладдә орни вә ролини ойлашқан һалда мәзкур қарарни алғанлиқи билдүрүлгән.

Көзәткүчиләр, уйғур аптоном районидики юқири дәриҗилик әмәлдарларға қарита елип берилған бу “тазилаш”, чен чүәнгониң ши җинпиңға маслишип, районда өзиниң мутләқ орнини тикләш йолидики йәнә бир қетимлиқ урунуши,дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.