‏19‏-Өктәбир явропа парламентида уйғурларниң кишилик һоқуқ вә мәдәнийәт паалийити өткүзүлидикән

Мухбиримиз әркин
2017.10.06

19‏-Өктәбир явропа парламентиниң бирюсселдики бинасида уйғурларниң кишилик һоқуқ вә мәдәнийитини қоллаш паалийити өткүзүлиду.

19‏-Өктәбир чүштин бурун өткүзүлидиған мәзкур паалийәтни явропа парламентидики “уйғур достлуқ гурупписи” тәшкиллигән болуп, паалийәт явропа парламентиниң илхан күчүк, саба согор қатарлиқ әзалириниң саһипханлқида, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити қатарлиқ органларниң һәмкарлиқида өткүзүлидикән.

Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң хәвәр қилишичә, паалийәт уйғурлар вәзийити һәққидики муһакимә йиғини билән башлинип, арқидин ечилиш мурасими өткүзүлидикән вә уйғур мәдәнийәт-сәнәт номурлири көрситилидикән. Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң хәвиридә бу арқилиқ хәлқараниң уйғур кишилик һоқуқ вәзийитигә вә мол мәзмунлуқ уйғур мәдәнийәт мираслириға болған диққитини қозғашни мәқсәт қилғанлиқи билдүрүлгән.

Игилинишичә, бу йеқинда қурулған явропа парламенти “уйғур достлуқ гурупписи” ниң саһибханилиқида өткүзүлидиған уйғур мәдәнийити вә кишилик һоқуқ темисидики тунҗи паалийәт икән. Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң баян қилишичә, паалийәтниң бешидики муһакимә йиғинида тәтқиқатчи вә мутәхәссисләр уйғур җәмийити чекиватқан изтираплар, хәлқара қанунларға қандақ маслишиш, уйғурларниң турмуш шараитини қандақ яхшилаш қатарлиқ темиларда сөз қилидикән. Шуниң билән бир вақитта йәнә уйғур ана тилиниң чәклиниши, диний әркинлик мәсилиси вә түрмидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтиниң әһвали қатарлиқ мәсилиләр һәққидиму муһакимә болидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.