Уйғур вәзийити тәтқиқатчиси ваң лишюң саяһәт чәклимисигә учриди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.12.24

Узун йиллардин бери уйғур вә тибәт вәзийитини көзитип келиватқан бейҗиңдики мустәқил тәтқиқатчи ваң лишюң шәнбә күни бейҗиң хәлқара айродромида японийә сәпиридин тохтитип қоюлған.

Мәлум болушичә, бу йил 62 яшқа киргән ваң лишюң мухбирларға өзиниң “дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш гумани” билән сәпәрдин тохтитип қоюлғанлиқини ашкарилиған болсиму, әмма бу һәқтә пикир баян қилишни рәт қилған вә өзиниң бу һәқтә ахбаратқа гәп қилмаслиқ һәққидә сақчиларға вәдә бәргәнликини ашкарилиған.

Ваң лишюң1999 ‏-йили январда, хитайниң уйғур сиясити һәққидә язған бир мақалиси сәвәблик “дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити” билән әйиблинип 42 күн қамақта ятқан. У йәнә америка дөләт әрбаблиридин җон кәррий 2014 ‏-йили бейҗиңни зиярәт қиливатқан мәзгилидә аяли- тибәт язғучи вусер билән бирликтә өз қорусида нәзәрбәнд астиға елинған.

Радиомизниң бүгүнки бу һәқтики инглизчә хәвиридә әскәртилишичә, ваң лишюң өткән йили мәһбус профессор илһам тохтини нелсон мандилаға охшитиш арқилиқ хитай даирилириниң йәнә бир рәт чишиға тәгкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.