Тәбиий газ записи мол җәнубий уйғур районида аран 500 миң аилә тәбиий газ ишлитишкә еришкән

Мухбиримиз үмидвар
2017.10.22

Хитай даирилири тарим ойманлиқидин тәбиий газ елиш миқдарини йилдин йилға ашуруп, шаңхәй қатарлиқ деңиз бойлиридики шәһәр вә өлкиләр аһалисини тәминләшни асаси нишанға айландуруш билән бир вақитта йеқинқи йиллардин буян тарим ойманлиқи әтрапидики аһалиләрниму газ билән тәминләш миқдариниму ашурғанлиқини билдүрмәктә.

“хитай учур тори” ниң мақалисидә ейтилишичә, уйғур дияриниң җәнуби “һазир көмүр ишлитиш дәвридин пакиз дәвргә, йәни газ ишлитиш омумлишиш дәвригә” киргән. Мақалидин мәлум болушичә, хитай даирилири он нәччә йил ичидә уйғур дияриниң җәнубидики 500 миң аилини тәбиий газ ишлитидиған сәвийигә йәткүзгән. Әмма, нопуси икки милйон 200 миңға йеқин бир хотән вилайити тәвәсидә аран 16миң йеза аилиси газ ишлитиш сәвийисигә йәткән. 

Йеқинда хитай ахбарат васитилири тарим ойманлиқидин шәрқий районларға тошуш үчүн алидиған күндилик газ миқдарини 18 милйон куб метириға йәткүзгәнлики, буниңдин кейин, “ғәрбтин шәрққә тошуйдиған” газ миқдариниң йиллиқ миқдарини 25 милярд куб метирға йәткүзмәкчи болуватқанлиқини билдүргән иди.

Бир исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур иқтисадий җуғрапийә мутәхәссисниң ейтишичә, нөвәттә, хитайниң шаңхәй қатарлиқ деңиз бойлиридики шәһәрләр вә 13 өлкиниң 300 милйондин артуқ аһалиси тарим ойманлиқи районидики тәбиий газлардин бәһримән болмақта. Җәнубий уйғур диярида 10 милйонға йеқин нопус болуп, уйғурлар 70 % тин артуқрақини тәшкил қилиду, җәнуби районлардики газ ишлитиш имканийитигә игә болған 500 миң аилиниң хели көп қисми әмәлийәттә хитай аилилиридин ибарәттур. Әмма, тәбиий газ мәнбәси районлириниң әтрапида асасән уйғурлар яшисиму, бирақ уларниң тәбиий газдин мәнпәәтдар болуш нисбити әң төвән болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.