18-Қетимлиқ хәлқаралиқ мәркизи явро-асия муһакимә йиғинида уйғур темисиға кәң орун берилди

Мухбиримиз үмидвар
2017.10.08

5-8-Өктәбир күнлири американиң сиятил шәһиригә җайлашқан вашингтон университетиниң саһибханилиқида мәркизи явро-асия илми җәмийитиниң 18-қетимлиқ йиллиқ хәлқаралиқ муһакимә йиғини өткүзүлгән болуп, мәзкур илмий муһакимә йиғинда уйғурларға аит икки мәхсус муһакимә мәйдани тәсис қилинған.

Йиғинниң биринчи күнидә мәхсус “һазирқи заман уйғур җәмийити: әнәнә вә алмишиш” дегән тема астида айрим муһакимә мәйдани һазирлинип, буниңда кансас университетидики атақлиқ уйғуршунас профессор арийән двейерниң риясәтчиликидә бир қисим америкалиқ уйғуршунаслар вә уйғур мутәхәссисләр уйғур әдәбияти, мәдәнийити мәсилилирини муһакимә қилған. Профессор җаймес милвардниң риясәтчиликидә “мәркизи асиядики шинҗаң: мәдәнийәт вә җуғрапийилик бағлинишлар” дегән тема астида бир қисим тонулған уйғуршунаслар уйғурларниң мәдәнийити, сиясий җуғрапийиси, иқтисадий мәсилилирини муһакимә қилғанбулардин башқа йәнә бир қанчә нәпәр мутәхәссис айрим муһакимә мәйданлиридиму уйғурларниң тарихи,тили, сиясий мәсилиси, чәтәлләрдики әһвали вә башқилар һәққидики аит доклатлирини оқуп өткән болуп, мәркизи явро-асия илми җәмийитиниң бу қетимлиқ йиғинида уйғурларға аит оқулған доклатларниң сани илгирики қетимлиқ йиғинлардикигә қариғанда нисбәтән коп болған. 

Мутәхәссисләрниң қаришичә, нөвәттә америка, түркийә, вә бир қисим явропа әллиридә уйғуршунаслиқ вә уйғур райони тәтқиқати билән шуғуллиниш көпийишкә йүзләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.