Хитай деңиз армийәси бу һәптиниң ахири маневир өткүзидикән

Мухбиримиз әркин
2017.12.15

Хитай бу һәптиниң ахири шималий корейә билән чегрилинидиған бохәй деңизи қолтуқида деңиз армийә маневири елип бармақчикән.

Хитай ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, һазирға қәдәр маниверниң тәпсилати вә униң кимгә қаритилғанлиқи қатарлиқ мәсилиләр көп тилға елинмиған. Русийә ахбарат васитилири болса маниверниң америкиға қарши орунлаштурулғанлиқини илгири сүргән. Әмма америка “форбес” журнилида бүгүн елан қилинған бир мақалида көрситишичә, маневир америка вә униң иттипақдашлиридин җәнубий корейә яки японийәниң һечбиригә қаритилмиған икән. “форбес” журнилиниң мақалисидә америка, җәнубий корейә вә японийә һава армийәлири йеқинда бирләшмә һава маневири елип барған болсиму, әмма хитай деңиз армийәсиниң бу қетимлиқ манивериниң шималий корейәгә қаритилғанлиқиниң еһтималлиқи зор икән.

“форбес” журнилиниң мақалисидә көрситишичә, хитай бу маневир арқилиқ шималий корейә рәһбири ким җуңунни соғуққан болушқа шундақла шималий корейә армийәси һәрбий өзгириш қозғап, мөтидил бир һөкүмәт қурса уни қоллайдиғанлиқиниң сигналини беришни мәқсәт қилған болуши мумкин икән.

Йеқинда хитай һөкүмитиниң шималий корейә билән чегрилинидиған районларға мусапирлар лагирлирини қуруватқанлиқи ашкариланған. Хитай йеқиндин буян шималий корейә билән болған иқтисадий алақисини қаттиқ контрол қилип, униң билән болған содиға чәклимә қойған. Бейҗиң билән пийоңяң арисидики айропилан қатнишини бикар қилған иди.

Бүгүн б д т хәвпсизлик кеңиши йиғин чақирип, шималий корейәгә техиму илгириләп ембарго қоюш мәсилисини музакирә қилидикән. “форбес” журнилиниң мақалисидә илгири сүришичә, йиғинда русийә йиғинниң шималий корейәгә қарши қарар мақуллишини тосуши, лекин хитайниң трамп һөкүмити билән һәмкарлишиши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.