Хитай милярдер говенгүй америкадин панаһлиқ тилигән

Мухбиримиз ирадә
2017.09.07

Ню-йорк вақти гезитиниң пәйшәнбә күнидики хәвиридин қариғанда, хитайдики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң парихорлуқи қатарлиқ ички ишлирини ашкарилаш билән тонулған, сүргүндики хитай милярдер говенгүй америкадин панаһлиқ тилигән.

Говенгүйниң адвокати томас раглендниң гезиткә қилған сөзидә говенгүйниң хитай әмәлдарлар һәққидә ашкарилиғанлириниң уни һазир хитай дөлитиниң сиясий рәқибигә айландуруп қойғанлиқини, һазир ню-йорк шәһиридә саяһәт визиси билән туруватқан говенгүйниң виза вақтиниңму бу йил ичидә тошидиғанлиқини билдүргән.

Ройтерс агентлиқиниң ейтишичә, говенгүй 2014-йили хитайдин айрилған болуп, у хитай компартийиси ичидики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң чириклики һәққидә мәлумати барлиқини илгири сүрүп, бир қисимлирини интернет торлирида ашкарилап кәлгән.

Обйектиплиқи талаш-тартиш қилиниватқан “хәлқара сақчи тәшкилати” болса хитайниң тәлипигә бинаән бу йил апрелда уни тутуш буйруқи чиқарған. Хитай һәм өзиниң дөләт ахбаратлири арқилиқ уни парихорлуқ, сахтипәзлик, оғрилиқ қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблигән иди әмма го өзи үстидики бу қарилашларни рәт қилмақта.

Бүгүн хитай ташқи ишлар баянчиси говенгүйниң панаһлиқ тилигәнлики һәққидики соалларға өзиниң әһвалдин хәвири йоқлуқини ейтиштин башқа җаваб бәрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.