Уйғур дияридики алий мәктәпләрдә хитай тилини омумлаштуруш чақириқи әвҗ алди

Мухбиримиз әзиз
2017.10.10

Йәрлик даириләрниң уйғурлар дияридики һәр дәриҗилик мәктәпләрдә уйғур тилини мәни қилиш буйруқи кәң иҗра болуватқанда бир қисим алий мәктәпләрдә “хитай ортақ тилини омумлаштуруш” чақириқи тушму-туштин оттуриға қоюлмақта.

Хитай һөкүмити башқуруватқан “йәр шари вақти” гезитиниң 9-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, уйғурлар дияридики узун тарихқа игә алий мәктәпләрдин қәшқәр университети, оқутқучи вә оқуғучиларға “иҗтимаий муқимлиқ” үчүн “ортақ тил” ни омумлаштуруш һәққидә чақириқ қилған.

Мәзкур чақириқта қайси милләт болушидин қәтийнәзәр синип ичи вә сиртидики һәрқандақ оқутуш паалийәтлиридә, оқутқучи вә оқуғучилар арисидики һәрқандақ алақидә хитай ортақ тилини “ортақ тил” сүпитидә қоллиниш тәләп қилинған. Чақириқта ениқ қилип “ортақ тилни омумлаштуруш һәрқайси милләтләрниң юғурулуп милләтләр иттипақлиқини вә иҗтимаий муқимлиқни ортақ қоғдишиға пайдилиқ” дейилгән.

Муһаҗирәттики бәзи уйғур зиялийлири бу һәқтә пикир қилип, “хитай һөкүмитиниң уйғур тилини мәни қилип әмдиликтә хитай тилини ашкара ортақ тилға айландурмақчи болуши уларниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш қәдимини техиму тезлитиватқанлиқиниң ипадиси” дейишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.