Хитайниң уйғур районини идарә қилған йәнә бир чоң әмәлдариму хиянәтчи чиқти
2017.05.24
Уйғур районини игиләп ятқан хитайниң ишләпчиқириш қурулуш армийисиниң сабиқ қомандани лю шинчи хитай компартийиси мәркизи интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин хиянәтчилик билән әйиблинип партийидин қоғлап чиқирилған.
Теңшүн қатарлиқ ахбарат васитилиридә хәвәр қилинишичә, лю шинчиниң партийидин қоғланғанлиқи һәққидики уқтурушта, униң сиясий вә тәшкилий интизамға хилаплиқ қилиш, һоқуқидин пайдилинип аилә әзалириға мәнпәәт йәткүзүш, уруқ-туғқан вә дост-бурадәрлирини халиғанчә өстүрүш, һоқуқни чаңгилиға еливелип сода вә қурулушлардин пара елиш қатарлиқ қилмишлири тилға елинған.
Хитай алдинқи йилқи бир ақташлиқ китабида мәзкур ишләпчиқириш-қурулуш армийисиниң хитайниң дөләт пүтүнлүки үчүн пәвқуладдә хизмәт қилғанлиқи һәққидә мәдһийәләр йезилған. Бүгүн дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә пикир баян қилип, хитайниң уйғур районидики әмәлдарлириниң өзлирини хитай хәлқи алдида хитайниң муқимлиқи вә дөләт пүтүнлүки үчүн хизмәт көрситиватқан қилип ақлаватқанлиқини, әмәлийәттә болса иқтисадий җәһәттин өзи вә уруқ-туғқанлирини бодаватқанлиқини илгири сүрди вә лю шинчини бундақларниң пәқәт бир мисали дәп көрсәтти. У йәнә хитай хәлқини өз әмәлдарлириниң нийитини чүшиништә ақиланә болушқа дәвәт қилди.