Уйғур районида йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш хизмити башланған

Мухбиримиз әркин
2017.09.13

Хитай йеза игилик министирлиқи бу йил 3‏-айда һөҗҗәт чүшүрүп, һәр қайси җайлар йезилардики һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитишни уқтуруш қилған иди.

Уйғур аптоном районидики йәрлик ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, уйғур елидики йезиларда һөддә йәрләрниң һоқуқ тәвәликини бекитиш хизмити башланған.

Хәвәрдә, бу хил йәрләрниң һоқуқ тәвәликиниң 2018‏-йилниң ахиридин бурун бекитилип болинидиғанлиқи билдүрүлгән. “хотән гезити” йеқинда тарқатқан бу һәқтики бир хәвиридә қәйт қилишичә, йеза һөддә йәрлириниң һоқуқ тәвәлики бекитилиш арқилиқ бу йәрләр деһқанларниң “муқим мүлки” гә айлинидикән. Бирақ бәзи көзәткүчиләр, хитайниң бу қарари хитай һөкүмити йеқинқи 20-30 йил мабәйнидә хитай көчмәнлирини уйғур дияриға кәң көләмлик көчүрүп келип, нурғун уйғур деһқанлириниң йәрлиридин айрилип қалған бир мәзгилдә чиқирилғанлиқини билдүрди.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һөкүмити йеқинқи 20-30 йил җәрянида бир тәрәптин, йеңи туғулған уйғур йеза нопусиға йәр беришни тохтатқан. Йәнә бир тәрәптин, һәр хил сиясәт вә бесим билән уйғур деһқанлирини қолидики йәрлирини хитай көчмән деһқанлириға, биңтуән яки хитай өй-мүлүк қурулуш ширкәтлиригә өтүнүп беришкә мәҗбур қилған. Һазир, хитай даирилириниң йезилардики йәр һоқуқ тәвәликини бекитиш қараридин қанчилик уйғур деһқанниң “муқим мүлки” кә еришидиғанлиқи мәлум әмәс.

“хотән гезити”ниң хәвиридә, “һәр бир парчә йәрниң һоқуқ тәвәлики йәрни тизимлашқа илтимас қилиш, йәр тәвәликини тәкшүрүш, бекитиш, ройхәткә елиш, йәр кинишкиси тарқитиш қатарлиқ тәртипләр арқилиқ йәрниң тәвәлик һоқуқи етирап қилиниду вә бекитилиду,” дейилгән. Хәвәрдә көрситишичә, бу тәртипләр тамамланса, “йәр деһқанларниң муқим мүлкигә айлинидикән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.