Хитай мәктәплиридики “зәһәрлик тәнһәрикәт мәйдани” муназирә темисиға айланди

Мухбиримиз меһрибан
2016.06.14

Йеқиндин буян хитай мәктәплиридә арқа-арқидин йүз бериватқан оқуғучиларниң мәктәп тәнһәрикәт мәйданлиридин зәһәрлиниш вәқәлири вә ата-аниларниң наразилиқлири иҗтимаий таратқулар арқилиқ хәлқараға ашкариланғандин кейин, хитай һөкүмәт таратқулиридиму бу һәқтики инкаслар берилишкә башлиди.

Хитайниң һөкүмәт таратқулириниң 14-июндики санида, бейҗиң 2-тәҗрибә башланғуч мәктипидә йеқинда йүз бәргән оқуғучиларниң бурни қанаш, беши қейиш, терә кесилигә гириптар болушиға мәктәпниң сүний бирикмиләрдин ясалған тәнһәрикәт мәйдани сәвәб болғанлиқи һәққидә хәвәр бесилип, нөвәттә хитайда бу хил “зәһәрлик тәнһәрикәт мәйданлири” ниң 15 шәһәр, 6 өлкигә кеңәйгәнлики тилға елинип, мунасивәтлик маарип идарилириниң бу әһвалға қарита җиддий тәдбир алмиғанлиқи тәнқидләнди.

Әнглийә б б с агентлиқиниң бүгүнки санида, хитайниң шинхуа агентлиқи, җуңго яшлар гезити, хитай мәркизи телевизийиси қатарлиқларниң зәһәрлик тәнһәрикәт мәйдани һәққидики тәнқиди хәвәрлири нәқил елинди. Шинхуа агентлиқиниң “азаблиқ ойлиниш-мәктәпләрдики зәһәрлик тәнһәрикәт мәйдани һәққидә 5 соал” намлиқ мақалидә, хитай маарип идарилири қатарлиқ һөкүмәт даирилириниң мәктәп мәйданлириға қарита башқурушни күчәйтмигәнлики, зәһәрлик тәнһәрикәт мәйдани вәқәлириниң көпләп йүз беришигә сәвәб болуватқанлиқи тәнқидләнгән.

Җуңго яшлар гезитиниң “зәһәрлик тәнһәрикәт мәйдани вәқәси, җуңго балилириниң сағлам өсүп-йетилишигә тәһдит болди” сәрләвһилик хәвиридә, хитай һөкүмити тәнқидлинип, “үгдигән һаләттики башқуруш түзүми бу хил паҗиәләрниң йүз беришигә йол ечип, һаянкәш содигәрләрниң пайдини қоғлишип мәктәпләрдики қурулушта, зәһәрлик материялларни ишлитишигә сәвәб болмақта” дейилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.