Хитайниң кәшмирдики иттипақдеши 'ақсайчин вә пүтүн кәшмир хитайға қарайду'дәп җакарлиған

Америкида 'уйғур - Хитай мунасивәтлириниң кәлгүси' илмий муһакимә йиғини ечилди

2009-11-20

20 - Ноябир америка демократийини илгири сүрүш җәмийитидә уйғур - Хитай мунасивәтлириниң кәлгүси диалог арқилиқ вуҗудқа чиқиду дегән темида илмий муһакимә йиғини ечилди.

Тәпсили хәвәрләр

Гуантанамо түрмисидә йезилған бир парчә шеир 'музлиди'

2009-11-20

Биз палавдики зияритимиз давамида, гуәнтанамодики уйғурларниң америка тәсирати һәққидә мәлумат елишқа тириштуқ. Байқишимизчә, уларниң америка адалитигә болған ишәнчи үмидлиниш вә үмидсизлиништин ибарәт икки нуқта арисида давалғуп турған.

Обама зияритидин кейин, америка - Хитай оттурисидики мәсилиләр өз пети сақлинип турмақта

2009-11-20

Америка президенти обама хитайни зиярәт қилип, ху җинтав билән сөзләшкәндә қайси мәсилидә пикир бирлики һасил болди? обаманиң хитай зияритидин кейин, америка билән хитайниң дөләт мунасивитидә қандақ йеңилиқ пәйда болди?

Америка билән хитай кишилик һоқуқ сөһбити елип бармақчи

2009-11-20

Америка президенти барак обама хитай зияритидин кейин елан қилған баянатида 2010 - Йилиниң бешида америка - Хитай кишилик һоқуқ сөһбити елип баридиғанлиқини җакарлиди. Бу, обама һөкүмити һакимийәт беишиға кәлгәндин бери хитай билән елип баридиған тунҗи кишилик һоқоқ сөһбити һесаблиниду.

Хитай қанунида бәлгиләнгән диний етиқад әркинлики вә униң әмәлийәттә иҗра қилиниши

2009-11-20

Хитай һөкүмити үзлүксиз һалда, хитай қанунида пуқраларниң нормал диний етиқад әркинликиниң чәклимигә учримайдиғанлиқини тәкитләватқан болсиму, әмма пуқраларниң паш қилишичә хитайда хитай қанунида бәлгилигән, пуқраларниң нормал диний етиқад әркинликиниң әмәлийәттә мәвҗут әмәслики һәққидики мақалиләр барғанчә көпәймәктә.

'Миң йил бурун вә миң йил кейин мәхмут қәшқири вә түркий тиллар дивани` намлиқ әсәр уйғур тилиға тәрҗимә қилинди

2009-11-20

2008 - Йили улуғ алим мәхмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 йиллиқини хатириләш үчүн дүняниң һәр қайси җайлирида, түркийидә нурғун паалийәтләр елип берилди. Түркийидә мәхмут қәшқирини дүняға тонутуш үчүн мәхсус әсәрләр нәшр қилинди.

Гуантанамодики уйғурларниң түрмә һаятидин парчә мәлуматлар

2009-11-19

Байқишимизчә, палавдики уйғурлар гуантанамо түрмисидә өткән һаяти һәққидә тәсират баян қилишқа қизғин әмәс. Шундақтиму бизниң қизиқип соришимиз нәтиҗисидә, улар түрмә һаятидин бир қисим парчиларни сөзләп бәрди.

Обаманиң хитай зиярити һәққидә хәлқаралиқ инкаслар

2009-11-19

Америка президенти барак обама, бүгүн 19 - Ноябир күни шәрқий җәнубий асияға қаратқан 4 дөләт зияритидики, ахирқи бекәт җәнубий корейигә болған зияритини аяғлаштуруп, америкиға қайтип кәлди.

'Йирақ асиядин йеқин асияғичә қәдимқи түрк тили' мавзулуқ хәлқаралиқ йиғин түркийидә ечилмақта

2009-11-19

'Хәлқаралиқ йирақ асиядин йеқин асияғичә қәдимқи түрк тили илмий муһакимә йиғини" түркийиниң афйон шәһиридә давам қилмақта. 11 - Айниң 18 - Күнидин 20 - Күнигичә давам қилидиған бу илмий муһакимә йиғиниға германийә, русийә, японийә, корийә, хитай, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ 12 дөләттин 40 түрколог қатнашмақта.

Қазақстандин үрүмчигә барған бир уйғур зиялийсиниң қанлиқ қирғинчилиқ һәққидики баянлири

2009-11-19

Йеқиндин буян, 5 - Июл үрүмчи вәқәси вә униңдин кейин чәтәлләрдин уйғур дияриға зиярәткә барған уйғурлар, радиомиз мухбирлириниң зияритини қобул қилип, өзлириниң үрүмчидә йүз бәргән қирғинчилик һәққидә көргәнлирини баян қилип келиватқан иди.

Қирғизистанда уйғурлар иттипақ тәшкилатиниң 20 йиллиқи хатириләнди

2009-11-19

Қирғизистанда, қирғизистандики уйғурлар иттипақи тәшкилатиниң 20 йиллиқи хатириләнди. Хатириләш паалийитигә қирғизистан алий кеңишиниң муавин рәисиму қатнашти вә мәзкур тәшкилатниң қирғизистанда елип барған паалийәтлиригә юқири баһа бәрди.

Рабийә қадир ханим 6 дөләт зияритини башлиди

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн яврупадики 6 дөләткә қаратқан зияритини башлиди. Мәлум болушичә, рабийә қадир ханим бу қетимлиқ зияритидә һәрқайси дөләтләрдики парламент әзалири вә кишилик һоқуқ җәмийәтлири билән учришиш елип баридикән.

Рәссам мәрвайит ханим 'һамбург милләтләр мәдәнийити көргәзмиси' дә

Алдинқи һәптидә, германийиниң һамбург шәһиридә хәлқаралиқ милләтләр мәдәнийити көргәзмиси өткүзүлгән болуп, бу паалийәткә уйғурларға вакалитән германийидики уйғур рәссами мәрвайит һапиз ханимму қатнашқан.


 
Radio Free Asia
2025 M Street NW, Suite 300
Washington DC 20036, USA
202-530-4900
uygweb@rfa.org