Қазақистан уйғурлири “ату” паҗиәсиниң 100 йиллиқини хатирләш тәйярлиқини башлиди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.12.03
abdulla-rozibaqiyef-305.jpg Йәттису тәвәсидә совет һакимийитини орнитишқа мунасип төһписини қошқан сиясий әрбабларниң бири, уйғур хәлқиниң мунәввәр пәрзәнти абдулла әхмәт оғли розибақийеф.
RFA

Мәлумки, өткән әсирниң башлирида русийәниң қол астидики йәттису тәвәсидә яшаватқан хәлқләрниң һаятида муһим сиясий, мәдәний өзгиришләр йүз бәргән иди. 1917-Йили русийәдә йүзбәргән өктәбир өзгиришидин кейин, һакимийәт бешиға кәлгән болшевикләр партийиси йәттисудиму өз һакимийитини орнитишқа киришти. Шу мунасивәт билән җай-җайларда йеңидин тәшкилатлар қурулуп, гезит-журналлар тәсис қилинди, маарип, мәдәнийәт, сәнәт очақлири ечилди, йеңи дәвр әдәбияти мәйданға кәлди. Мундақ өзгиришләр уйғурлар һаятидиму йүз бәрди.

Әнә шуниңдин буян бир әсир вақит өткән болсиму, қазақистанда олтурақлашқан уйғурлар шу дәвирдә йүз бәргән вәқәләрни әсләш, тарихий шәхсләрни хатириләш паалийәтлирини өткүзүшни әнәнигә айландурған. 25-Ноябир алмутадики достлуқ өйидә йиғилған уйғурлар мундақ паалийәтләрни қандақ өткүзүшни, бүгүнки күндә җумһурийәт уйғурлири һаятида йүз бериватқан мәдәний мәсилиләрни муһакимә қилди. Йиғинни қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик милли-мәдәнийәт мәркизи уюштурди.

Йиғинни ачқан қазақистан парламенти алий кеңишиниң әзаси, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф қазақистанда йүз бериватқан сиясий, иқтисадий, мәдәний өзгиришләргә тохталди. У қазақистан уйғурлириниң һәр саһәләрдә йәткән утуқлириға юқири баһа берип, буниң барлиқиниң қазақистан мәмликити йүргүзүватқан миллий сиясәтниң ақивитидин икәнликини тәкитлиди. Ш. Нурумоф мәзкур йиғинни 2018-йили йәттису уйғурлириниң тарихида йүз бәргән “ату” қанлиқ паҗиәсиниң 100 йиллиқини хатириләш, уйғур мәтбуатиниң 100 йиллиқини атап өтүш, шундақла қазақистан җумһурийити президентиниң пәрманиға бинаән латин йезиқиға көчүш мәсилилирини муһакимә қилиш һәмдә буниңға мәхсус комиссийәләр қуруш мәқситидә чақирғанлиқини билдүрди. 

Йиғинда сөзгә чиққанлар йәттису уйғурлириниң баштин өткүзгән қисмәтлири, болупму “ату паҗиәси”, йәни 1918-йили қизил әскәрләр тәрипидин йәттису уйғурлириниң қирғин қилиниши, мәзкур вәқәни хатириләш паалийәтлиригә тәйярлиқ көрүш ишлирида пәйда болуватқан бәзи мәсилиләр, уйғур тили, йезиқи, мәтбуати һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди.

Қазақистан журналистика академийәиниң академики сағиндиқ қозибайеф йәттису уйғурлиридин чиққан абдулла розибақийефниң қазақ хәлқиниң әлихан букейханоф, турар рисқулоф охшаш шәхслиридин һеч қелишмайдиған мәшһур әрбаб болғанлиқини оттуриға қойди. У шундақла уйғур йезиқиниң пәқәт шәрқтила әмәс, бәлки пүткүл асия бойичә әң қәдимий йезиқларниң бири икәнликини, шуниң үчүн өткән әсирниң башлирида йәттисуда уйғур гезитлириниң биринчиләрдин болуп йоруққа чиқишқа башлиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “ғулҗида 1911-йили или вилайити гезити чиқишқа башлиған. Мениң мәлуматлирим бойичә гезитләр турпандиму, қәшқәрдиму болған. 1917-Вә 1918-йиллири қазақистанда тарихий вәқәләр йүз бәрди. Бу йәрдә совет һакимийитини орнитишқа барлиқ хәлқләр қатнашти. Шу вақитларда уйғурларму верний шәһиридә 1918-йилниң феврал ейида қурултай өткүзүп, гезит чиқиришни қарар қилған. Бу гезит ‛садайи таранчи‚ дәп аталди. Униңға қатнашқан адәмләрниң ичидә нәзәрғоҗа абдусемәтоф, абдулла розибақийеф, һүсәйин юнусоф охшаш уйғурниң атақлиқ шәхслири болди”. 

С. Қозибайеф өз сөзидә “садайи таранчи” гезитиниң биринчи санидин һесаблиса, демәк оттура асиядики уйғур мәтбуатиға кейинки йили 100 йил толудиғанлиқини, уйғур тилидики тунҗи гезитниң мирасхори болуп һазирқи “уйғур авази” гезити һесаблинидиғанлиқини билдүрди.

“туран дуняси” җәмийәтлик фондиниң рәиси карлин мәхпирофниң пикричә, юқирида аталған үч мәсилә бойичә иш-паалийәтләрниң барлиқи җумһурийәтлик уйғур мәдәнийәт мәркизи даирисидә әмәлгә ашурулуши тегиш. У қазақистанниң латин йезиқиға өтүш мәсилисигә тохтилип, мундақ деди: “25 йили ичидә немишқа қазақистан латин йезиқиға өтмигән? һазир қазақистан өзбекистан, түркмәнистандин өгинип, мәйли пәшләр билән болсун, мәйли пәшләрсиз болсун, латин йезиқиға өтүшни қарар қилди. Униңға президентимиз қол қойди. Бирақ пәшләр билән болған латин йезиқи бу һазирчә иш нусхиси. Латин йезиқиға өтүш керәк болса, биз шуниңға тәйярму? биздә 4-5 нусхиси тәйяр болуши керәк”.

К. Мәхпироф “уйғур авази” гезити вә “ату” паҗиәсиниң 100 йиллиқини өткүзүшкә пүткүл уйғур җамаәтчиликиниң мәркәз әтрапиға топлиниш лазимлиқини оттуриға қойди. 

Зияритимизни қобул қилған талғир наһийиси калинин йезисиниң турғуни абдурейим муһәммәтоф мәзкур йиғинда бүгүнки уйғурларниң мәдәний һаятида муһим әһмийәткә игә үч чоң мәсилиниң муһакимә қилинғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “бу баш қошушта үч нәрсини қандақ өткүзимиз дегән тоғрилиқ гәпләр болди. Һәр қандақ нәрсини өткүзүштә пилан, программа керәк. Шу вақитта униң тарихий әһмийити болиду, хәлққиму пайдиси болиду. Буни қазақистандики уйғурларғила әмәс, хәлқиарадиму әһмийәткә игә мәсилә дәп қараймән”. 

Достлуқ өйидә өткән йиғин давамида үч комиссийә қурулуп, униң тәркибигә алимлар, язғучилар, тиҗарәтчиләр, журналистлар вә башқилар кирди. Һәр үч комиссийиләрниң рәисликигә шаһимәрдан нурумоф сайланди. Йиғинда шундақла һәр хил паалийәтләрдә актиплиқ көрсәткәнләргә мәдәнийәт мәркизиниң “сахавәт” медали һәм пәхрий ярлиқлири тапшурулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.