Түркийәдики уйғур тарихи тәтқиқатиға нәзәр

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.10.05
Afghanistandin-Qeyseri-shehirige-kochurulgen-Uyghurlar.jpg 1965-Йили афғанистандин түркийәниң қәйсәри шәһиригә көчүрүлгән уйғурлар. 1965-Йил, түркийә қәйсәри.
RFA/Qutlan

Түркийәдә уйғур тәтқиқати 19-әсирниң ахирлирида, йәни османли империйәси мәзгилидә башланған.

1921-Йилида түркийә җумһурийити қурулуши билән йеңи түс алған мәзкур тәтқиқат, 1991-йили совет иттипақиниң йимирилиши, хитайниң сиртқа ечиветиш сияситидин кейин техиму күчләнгән.

Әнқәрәдики һаҗәттәпә университети тарих оқутқучиси әркин әкрәм әпәнди түркийәдики уйғур тарихи тәтқиқатиниң 19-әсирниң ахирлирида башланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “түркийәдә уйғур тәтқиқати 19-әсирниң ахирлирида башланған болуп, у вақитта техи османли империйәси йиқилмиған иди. Түркләр фирансийә, әнглийә вә русийәдики тәтқиқатларни көргәндин кейин уйғур тәтқиқатини елип беришқа башлиған. Мәсилән түрк тарихчилар германийәлик лекок, әнглийәлик стәйин, фирансийәлик пелиот қатарлиқларниң уйғурлар тоғрисида язғанлиридин пайдилинип уйғур тарихини тәтқиқ қилишқа башлиған.”

Доктор әркин әкрәм түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустафа кәмал ататүркниң буйруқи билән 1927-йили әнглийәлик җамес чурчвард язған “йоқ болуп кәткән му қитәси” намлиқ әсәрниң түркчигә тәрҗимә қилинғанлиқини, буниң билән түркийәдики уйғур тәтқиқатиниң йеңи бир дәвргә қәдәм қойғанлиқини, уйғур тәтқиқатиниң күчәйгәнликини илгири сүрди.

Бурун түркийәдики тарих китаблирида уйғур тарихиға бөлүм сүпитидә орун берилгән болса, 1970-йилларда хитай тилини билидиған түрк тарихчиларниң көпийишигә әгишип, уйғур тарихи тоғрисида мәхсус китаблар нәшр қилинишқа башланған. Доктор әркин әкрәм әпәнди бу йилларда профессор доктор озқан изгиниң “хитай әлчиси ваң йәндиниң саяһәтнамиси”, профессор доктор гүлчин чандарлиоғлуниң “уйғур дөләтлири тарихи вә күлтүри” вә профессор доктор саадәттин гөмәчниң “уйғур тарихи вә мәдәнийити” намлиқ китаблириниң нәшр қилинғанлиқини баян қилди.

Ундақта түркийәдики уйғур тарихи тәтқиқатиниң алаһидилики немә? доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәдики тарихчиларниң уйғур тарихини омумий түрк тарихиниң бир қисми дәп қарайдиғанлиқини, түрк тарихиниң ичидә көрситидиғанлиқини башқа бәзи дөләтләрдә болса уйғур тарихини омумий түрк тарихидин айрип туруп тәтқиқ қилидиғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәдә уйғур тарих тәтқиқати узун тарихқа игә болсиму, көп мәсилиләрниң сақлиниватқанлиқини, болупму қәдимки хитай тилини билидиған тарихчилар аз болғанлиқтин хитайчә тарихи мәнбәләрдин йетәрлик дәриҗидә пайдиланмайватқанлиқини, уйғур тарихиға болған көз қарашта бәзи хаталиқларниң мәвҗут икәнликини оттуриға қойди.

Узун йиллардин бери уйғур тарихи һәққидә тәтқиқат елип бериватқан “уйғур тарихи”, “уйғур мәдәнийәт тарихи” намлиқ әсәрләрниң аптори, әнқәрә университети тил вә тарих-җуғрапийә факултетида уйғур тарихи дәрсини бериватқан профессор доктор саадәттин гөмәч әпәнди уйғурларниң түркләрниң бир қәбилиси икәнликини, уйғур тарихиниң түрк тарихиниң айриғили болмайдиған бир қисми икәнликини баян қилип мундақ деди: “биз тарихий һәқиқәтләргә тарихий мәнбәләргә қарайдиған болсақ уйғурларниң түркләрниң бир қәбилиси икәнликини көрүвалалаймиз. Тарихий мәнбәләрдә уйғурларниң һунлардин кәлгәнликини язиду. Әслидә хитайчә йилнамиларда вә хитайчә һөҗҗәтләрдиму бу йезилған. Бүгүн хитай хәлқ җумһурийитидә уйғурлар тоғрисида йезилған китабларда уйғурларни түркләрдин айрим бир милләт сүпитидә көрситилиши, пәқәтла сиясий ғәрәздин ибарәттур. Хитай һөкүмитиниң бундақ қилиши уйғурлар тоғрисидики илмий һәқиқәтләрни өзгәртәлмәйду”.

Саадәттин гөмәч әпәнди 1980-йиллардин кейин хитайниң сиртқа ечиветиш сиясити, 1991-йили совет иттипақиниң йимирилип оттура асия түркий җумһурийәтлириниң мустәқил болуши билән түркийәдә уйғур тарихи һәққидики тәтқиқатларниң күчәйгәнликини, әмма буларниң йетәрлик әмәсликини, түркийәдә уйғур тарихи тәтқиқат мәркәзлириниң қурулуши керәкликини тәкитләп мундақ деди: “уйғурлар һәм өтмүши вә бүгүни билән түркләрниң муһим бир қисмини игиләйду. Бүгүн шәрқий түркистан йүз бериватқан вәқәләр вә тирагедийәләр бизни қаттиқ рәнҗитмәктә. Уйғурларниң һазирқи вәзийитини өгиниш вә түрк дунясиға тонутуш үчүн, уйғурларниң тарихи, мәдәнийитини тәтқиқ қилиш үчүн түркийәдә институтлар қуруш керәк”.

Түркийәдә йеқинқи 30-40 йил ичидә уйғур тарихи тоғрисида 15 әтрапида мәхсус китаб, көп санда мақалә елан қилинған, болупму йеқинқи йилларда яш тарихчи истанбул университети тарих оқутқучиси күршат йилдирим әпәндиниң “хитай мәнбәлиригә асасән шәрқий түркистандики шәһәрләр”, “шәрқий түркистандики йәр намлири” вә “шәрқий түркистанниң тарихий җуғрапийәси” қатарлиқ китаблири нәшр қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.