Һәптилик хәвәрләр (18-марттин 24-мартқичә)

Мухбиримиз қутлан
2017.03.24
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Кунмиң һуҗумчиси искәндәр әхәтниң дадиси “мәсилә тапшуруш” қа зорланған

Уйғур елида давам қиливатқан “мәсилә тапшуруш” һәрикитидә йәрлик аһалиләр буниңдин 10-15 йил аввалқи аталмиш “мәсилә” лирини тапшурушқа вә бойниға елишқа мәҗбурланмақтикән.

Мәлум болушичә, 2013-йили йүз бәргән кунмиң пойиз истансисиға һуҗум қилиш вәқәсиниң баш гумандари искәндәр әхәт кучаниң сеғизсөгәт кәнтидин болуп, униң дадиси бу қетимқи “мәсилә тапшуруш” та аталмиш “хаталиқи” ни бойниға елишқа зорланған.

Дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитети мәсули турғунҗан алавудун бу һәқтә пикир баян қилип, “мәсилә тапшуруш” қа тегишлик тәрәпниң бигунаһ пуқралар әмәс, бәлки хитай даирилири икәнликини илгири сүрди.

Атушта йеңидин қобул қилинған 300 нәпәр ярдәмчи сақчиниң җиддий түрдә мәшқләндүрүливатқанлиқи мәлум

Йеқинда атуш шәһәрлик даириләр җиддий уқтуруш чиқирип, атуш шәһәр тәвәсидә торлашқан сақчи мулазимәт торини қурмақчи болғанлиқини билдүргән. Уқтурушта җәмийәттин 300 нәпәр чарлаш вә бихәтәрликни сақлаш хадими қобул қилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Атуштики бирқанчә сақчиханиларниң нөвәтчи хадимлири радийомиз зияритимизни қобул қилип, 300 нәпәр ярдәмчи сақчиниң қобул қилинип болғанлиқи вә уларни нөвәттә җиддий түрдә мәшқләндүрүватқанлиқини ашкарилиди.

Атуштики йәрлик аһалиләрму нөвәттә вәзийәтниң пәвқуладдә җиддийлишип, тәқиб вә тәкшүрүшләрниң күчәйгәнликини илгири сүрди.

Рабийә қадир ханим америка парламент әзасиға уйғурлар һәққидә мәлумат бәрди

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 16-март күни америка кеңәш палатасиниң вашингтон коломбийә алаһидә райони әзаси паул страус билән сөһбәттә болди.

Мәлумки, американиң юқири дәриҗилик һөкүмәт әзалириниң уйғур тәшкилатлири вә рәһбәрлири билән учришиши уйғур давасиниң хәлқараға техиму яхши тонулуши үчүн яхши бир пурсәт болуп кәлмәктә.

Рабийә ханим бу қетимлиқ учришишниң интайин яхши бир пурсәт болғанлиқи вә уйғурлар вәзийитиниң тәпсилий тонуштурулғанлиқини билдүрди.

Хотәндики уйғур деһқанлири күндүзи “норуз бәзмиси” гә тәшкиллинип, кечиси “мәсилә” тапшуруватқанлиқи мәлум

Норуз күни хитай таратқулири гума наһийисиниң чода йезисида 4000 кишилик норуз өткүзүлгәнликини хәвәр қилған иди. Радийомизниң ениқлишичә, пиялма йезисида униңдинму катта “норуз бәзмиси” ниң тәшкилләнгәнлики мәлум болди.

Һалбуки, пиялма йезисида шу күни кәчтә аһалиләрниң “мәсилә” тапшурушқа зорланғанлиқи мәлум. Игилинишичә, мәзкур йезида нөвәттә 150 чә киши “мәсилә” сини чала тапшурғанлиқи үчүн қамақта ятмақтикән.

Пиялма йезисидики бир нәпәр кәнт секретари аһалиләрниң һәтта буниңдин 15 йил илгирики тарихидин “мәсилә” тапшуруватқанлиқини ашкарилиди.

Хитайниң германийәдә қурған “шинҗаңлиқ оқуғучилар уюшмиси” уйғур паалийәтчилириниң тәнқидигә дуч кәлди

Хитайниң германийәдә турушлуқ баш әлчиханиси 20-март күни берлинда мурасим өткүзүп, “шинҗаңлиқ оқуғучилар уюшмиси” ниң қурулғанлиқини елан қилған.

Игилинишичә, хитай әлчиханиси бу мурасимда “шинҗаңлиқ оқуғучилар оқуш мукапат пули” дегән намда өз хираҗити билән германийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларға пул тарқатқан.

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса бу һәқтә инкас қайтуруп, хитайниң нөвәттә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин “җамаәт” талишиватқанлиқини тәнқид қилди.

Хитайниң “шинҗаң толуқ оттура синиплири” ни башқурушни күчәйтиши диққәт қозғимақта

Бу йилниң бешида уйғур аптоном районлуқ даириләр хитай өлкилиридики “шинҗаң толуқ оттура синиплири” ға қарита башқурушни йәниму күчәйтидиғанлиқини билдүргән.

Йеқинда даириләрниң йәнә “2020-йилиғичә болған арилиқта ичкиридики шинҗаңлиқ аз санлиқ милләт ихтисаслиқларни тәрбийиләш пилани” түзүп чиққанлиқи мәлум.

Даириләрниң хитай өлкилиридики “шинҗаң синиплири” ға болған назарәтни йәниму күчәйтиши чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Америкидики уйғур зиялийлардин доктор қаһар барат әпәнди “шинҗаң синиплири” да оқуватқан уйғур оқуғучиларниң әмәлийәттә “гөрүгә тутулғанлар” икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.