Һәптилик хәвәрләр (25-марттин 31-мартқичә)

Мухбиримиз қутлан
2017.03.31
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Дуняниң җай-җайлиридики уйғур җамаити бу йиллиқ норуз байримини дағдуғилиқ күтүвалди

Баһар келип, тәбиәт қишлиқ уйқусидин ойғанған март ейиниң ахирқи һәптисидә дуняниң җай-җайлиридики уйғур җамаити бу йиллиқ норуз байримини дағдуғилиқ күтүвалди.

Бу йиллиқ қутлуқ норуз байрими мәзгилидә уйғур елидики деһқанларниң күндүзи тәшвиқат үчүн уюштурулған “норуз бәзмиси” гә қатнишип, кечилири “мәсилә тапшуруш” қа зорланғанлиқи мәлум болди.

Америка, германийә, шиветсийә, қазақистан қатарлиқ әлләрдики уйғур җамаити уюштурған норуз паалийәтлиридә хитайниң юқири бесимлиқ тәқиби астидики уйғур хәлқиниң нөвәттики қийин әһвали әсләп өтүлди.

Явропа парламентида дуня уйғур қурултийиниң бир қатар паалийәтлири болуп өтти

Бу һәптә ичидә явропа парламентида дуня уйғур қурултийиниң бир қатар муһим паалийәтлири болуп өтти.

Д у қ ниң мәсул хадимлири 27-марттин башлап явропа парламентиниң бир қисим әзалири билән муһим учришишларда болди.

29-Март күни явропа парламентида “уйғурларниң етиқад вә саяһәт әркинликиниң чәклиниши” дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди. Шу күни йәнә д у қ ниң “уйғур рәһбәрлирини демократийә, кишилик һоқуқ вә қанун бойичә тәрбийәләш программиси” ниң 12-нөвәтлик курси башланди.

Бейҗиңдики “икки йиғин” мәзгилидә атушта 200 дин артуқ сабиқ мәһбус қайтидин соливелинған

Игилинишичә, бейҗиңда ечилған “икки йиғин” мәзгилидә, атуш шәһәрлик даириләрниң өз тәвәликидики 200 дин артуқ сабиқ мәһбусни қайтидин соливалғанлиқи мәлум болди.

Радийомизниң бу һәқтә әһвал игилиши җәрянида, атушниң азақ вә арғу йезилиридики 3 кәнтниң секретарлири өз тәвәликидин 4 тин 7 гә қәдәр сабиқ мәһбусниң, йәни бурун җаза муддити тошуп түрмидин қоюп берилгән кишиләрниң қайтидин соливелинғанлиқини дәлиллиди.

Атушта соливелинған 200 дин артуқ сабиқ мәһбусниң көп қисми “икки йиғин” дин кейин қоюветилгән болсиму, әмма йәнә бир қисми давамлиқ түрдә тутуп турулмақтикән.

“шинҗаң гезити” хадими: “өгиниш үлгиси обулқасим мәттурсун һәққидики хәвәр сиясий вәзипә”

Керийә наһийә җай йезисиниң башлиқи обулқасим мәттурсунниң “уйғур қериндашларға чақириқ” намлиқ мураҗиәтнамиси йеқинда “шинҗаң гезити” дә елан қилинип, районда бир мәйдан сиясий тәшвиқат шамилиға пилта болған иди.

“амма арисида күчлүк инкас пәйда қилди” дейилгән мәзкур чақириқ хети һәққидә “шинҗаң гезити” ниң бир нәпәр хитай нөвәтчи хадими радийомиз зияритини қобул қилип, “һазирғичә һечқандақ инкас хети кәлмигәнлики, өгиниш үлгиси обулқасим мәттурсун һәққидики хәвәрниң бир сиясий вәзипә икәнлики” ни ашкарилиди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, хитайниң сиясий еһтияҗи туғулған һаман қурбан тулумдәк “өгиниш үлгилири” ни тикләп чиқидиғанлиқини илгири сүрди.

Даириләр гума вәқәсидин кейин хотән деһқанлирини кечилик нөвәтчиликкә селиватқанлиқи мәлум

Уйғур дияридин елинған нәқ мәйдан мәлуматлири хотән вәзийитиниң бу йил киргәндин буянқи әң җиддий һаләткә киргәнликини көрсәтмәктә.

14-Февралдики гума пичақлиқ һуҗумидин кейин даириләрниң хотән, қәшқәр вилайәтлирини асас қилған җәнубтики һәрқайси вилайәт вә наһийәләрдә түркүмләп ярдәмчи сақчи қобул қиливатқанлиқи мәлум болди.

Шундақ болушиға қаримай, хотән даирилириниң йеза, кәнтләрдики аһалилирини тәшкилләп, 24 саәттин аманлиқ сақлитиватқанлиқи вә кәнт ишханисида нөвәтчиликкә селиватқанлиқи ашкариланди. Лопниң сампула, керийәниң қарқи вә нийәниң руқия йезилиқ сақчиханилири бу әһвалниң растлиқини дәлиллиди.

Уйғур аптоном райониниң “әсәбийликни чәкләш низами” хәлқара диний тәшкилатларниң инкасини қозғиди

Хитай даирилири бу йил 2‏-айда уйғур аптоном райониниң “әсәбийликни чәкләш низами” чиқиридиғанлиқини елан қилған иди.

28-Март күни уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитети “әсәбийликни чәкләш низами” намидики мәзкур қанунни бирдәк мақуллап, уни бу йил 1‏-апрелдин башлап рәсмий йолға қойидиғанлиқини җакарлиди.

Даириләр мәзкур низамниң уйғур диярида “диний әсәбийликни йоқитип муқимлиқ вә әбәдий әминликкә капаләтлик қилидиғанлиқи” ни илгири сүргән. Бирақ, бу хәлқарадики диний әркинлик тәшкилатлириниң күчлүк инкасини қозғиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.