Һәптилик хәвәрләр (19-авғусттин 25-авғустқичә)

Мухбиримиз қутлан
2017.08.25
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Үрүмчи йеңишәһәр районидики уйғурлар хитай нопуси көп болған 4 районға тарқақлаштурулмақтикән

Мәлум болушичә, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт 7-айниң 6-күни “арилаш олтурақлашқанларни мукапатлаш вә етибар бериш сиясити” чиқарған.

Үрүмчи шәһириниң тәңритағ, сайбағ вә булақтағ районлуқ һөкүмәт ишханилиридин игилишимизчә, йеқинқи икки һәптидин буян конашәһәрлик районидики уйғур аһалилири хитай нопуси көп болған үрүмчидики башқа 4 районға тарқақлаштурулмақтикән.

Игилинишичә, үрүмчиниң йеңишәһәр райони, юқири тәрәққият райони, булақтағ райони вә мидуң райониға көчүп берип хитайлар билән арилаш олтурушни илтимас қилғучиларға 50 миң сомдин 80 миң сомғичә мукапат пули берилидикән.

Үрүмчидә аптомобил сетивалған уйғур вә қазақларни тәкшүрүп- тизимлаш иши диққәт қозғимақта

Йеқинда үрүмчи шәһәрлик маторлуқ қатнаш васитилирини башқуруш идариси мәхсус уқтуруш чиқирип, йеңидин аптомобил сетивалған уйғур вә қазақларни тәкшүрүш һәмдә тизимға елиш ишини башлиған.

Үрүмчидики алақидар орунлар бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, буниң растлиқини дәлиллиди вә бу хизмәтниң җиддий иҗра қилиниватқанлиқини билдүрди.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, буниң мушу айда башланған үрүмчи шәһиридики уйғурларниң аилә-тавабиатлирини ениқлаш хизмитиниң давами болуши мункинлигини илгири сүрди.

Йәкән наһийәсиниң 3 миң оқутқучи қобул қилиш пилани пүтүнләй хитайлар билән толдурулған

Йеқинда уйғур аптоном районлуқ маарип назарити һөҗҗәт чиқирип, бу йил 9-айдин башлап райондики барлиқ башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләрдә дәрсләрниң хитай тилида өтүлидиғанлиқини уқтурған иди.

Игилинишичә, бәзи наһийәләр арқа-арқидин уқтуруш чиқирип, хитай өлкилиридин биваситә оқутқучи тәклип қилишни башлиған. Йәкән наһийәсиму 15-июл күни елан чиқирип, пүтүн мәмликәт миқясидин җәмий 3 миң нәпәр оқутқучи қобул қилидиғанлиқини билдүргән.

Радийомиз зияритини қобул қилған йәкәндики мунасивәтлик тармақлар бу санниң хитайларни қобул қилиш арқилиқ тамамланғанлиқини ашкарилиди.

Уйғур диярида бәдән тәкшүрүшкә қатнашмиғанлар “тәрбийиләш мәркизи” гә әвәтилидикән

Хитай һөкүмитиниң 2016‏-йилидин буян уйғур аптоном районида елип бериватқан омуми хәлқ саламәтлик тәкшүрүш һәрикити диққәт қозғимақта.

Игилинишичә, хитай даирилири уйғур диярида бу йил 6-айдин башлап 2-нөвәтлик саламәтлик тәкшүрүш қурулушини башлиған болуп, буниңға җәмий бир милярд 785 милйон сом мәбләғ аҗратқанлиқи мәлум.

Хотәндин радийомиз зияритини қобул қилған кишиләр бу қетимлиқ бәдән тәкшүрүшиниң мәҗбурий елип бериливатқанлиқини, буни рәт қилғанларниң “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” гә әвәтилидиғанлиқини ашкара қилди.

Ақтуниң пилал йезисида “аммини агаһландуруш йиғини” ечилип, “икки йүзлимичилик” билән әйибләнгән бир диний зат сазайи қилинған

Ақту наһийәлик һөкүмәт ториниң хәвиригә қариғанда, бу йил 7-айниң 3-күни ақту наһийәсиниң пилал йеза тазилиқ кәнтидә бир мәйдан сүрән-чоқанға толған “аммини агаһландуруш йиғини” ечилған.

Шу күни башқиларниң чеқиштуруши билән тутқун қилинған диний зат әбәйдулла ясин “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип сазайи қилинған.

Ақту наһийәсиниң пилал йезилиқ сақчиханисидин радийомиз зияритини қобул қилған бир сақчи диний зат әбәйдулла ясинниң шу күни “йепиқ тәрбийәләш мәркизи” гә елип кетилгәнликини билдүрди.

Қағилиқтики шәндуңлуқ бир хитай содигәр райондики еғир вәзийәт вә уйғурлар дуч келиватқан бесимлардин шикайәт қилди

2007-Йили шәндуң өлкисидин қағилиққа келип ширкәт ачқан бир хитай содигәр радийомиз зияритини қобул қилип, қағилиқтики һәддидин зиядә муқимлиқ тәдбирлири сәвәблик өзиниң тиҗарәттә зиян тартқанлиқидин шикайәт қилди.

Униң билдүрүшичә, ширкитидики хизмәтчилириниң 70 пирсәнти уйғур болғачқа, йәрлик сақчи даирилириниң йоқилаң баһаниләр билән һәр вақит тәкшүрүшигә вә аваричиликигә дуч кәлгән.

У, нөвәттә қағилиқ базириниң көзитиш камералири билән толғанлиқини, өз ширкитидә уйғур хизмәтчиләрни давамлиқ ишлитишкә амалсиз қалғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.