Һәптилик хәвәрләр (9-сентәбирдин 15-сентәбиргичә)

Мухбиримиз әзиз
2017.09.15
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Уйғур диярида қолға елинған “сиясий мәһбус” лар еғир қамаққа һөкүм қилинмақтикән

Уйғур диярида барғанчә еғирлаватқан сиясий бесим һәрқайси җайларда қолға елинғанларниң шиддәт билән көпийиши һәмдә уларниң көп қисминиң еғир қамаққа һөкүм қилинишида рошән әкс әтмәктә. Мәлум болушичә, бу “сиясий мәһбуслар” асасән “террорлуқ” вә “диний әсәбийлик” кә четилип қолға елинғанлар икән.

Радийомизниң ениқлашлири давамида, йеңисарда қолға елинғанларниң асасән 10 йиллиқ яки 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, буларниң бәзилири достиға яғлиқ артишни тәвсийә қилғанлар яки кәнт кадирлирини “ғалча” дәп тиллиған икән. Хотәндә гумпа мәшиқ қилған бир яшниң 20 йиллиқ кесилгәнлики мәлум.

Сақчиханилардин әһвал ениқлаш җәрянида нөвәттә йеңисардики кәң көләмлик тутқунда 100 гә йеқин компартийә әзаси вә кәнт кадирлириниң “икки йүзлимичилик” билән қолға елинғанлиқи мәлум болди.

Уйғур тавапчиларниң һәҗ ишлири қатму-қат мүшкүлатларға дуч кәлмәктә

Түрлүк учур мәнбәлири хитай даирилириниң һәҗ тавап ишлирини қаттиқ контрол қилиш арқилиқ уйғур һаҗилириға зор қийинчилиқларни туғдуруватқанлиқини көрсәтмәктә.

Буниң бири уйғур һаҗиларниң паспорт елишидики қийинчилиқ болса йәнә бири һәҗ-тавап паалийити җәрянидики қаттиқ “сиясий” назарәт болған.

Буниң билән һәҗгә кәлгән уйғур тавапчиларниң сани бу йил көрүнәрлик азийип кәткән. Мәлум болушичә, хитай даирилири хитай һәҗ өмәклириниң мутләқ көп қисмини тәшкил қилған туңган тавапчилар арисидики аялларға уйғурчә әтләс көңләк кийдүрүш арқилиқ ташқи дуняға уйғур һаҗилириниң санини көп қилип көрситишкә урунған.

Мухбиримизниң ениқлашлири җәрянида һәҗдин қайтқан уйғурларниң удул өз җайидики “тәрбийәләш мәркизи” гә әвәтилидиғанлиқи, бу җайларда бирәр һәптичә “тәрбийә” алғандин кейин андин өйлиригә қайтидиғанлиқи ашкара болди.

Или тәвәсидики мәктәпләрдә барлиқ дәрсләр хитайчә өтүлмәктә

Хитай даирилири бу йил июл ейида уқтуруш чиқирип күзлүк оқуш мәвсумидин башлап уйғурлар дияридики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә хитай бойичә ортақ қоллинидиған дәрсликләрниң ишлитилидиғанлиқини шуниңдәк алақидар дәрсләрниң хитайчә өтүлидиғанлиқини җакарлиған иди.

Мухбиримизниң бу һәқтики телефон зиярити җәрянида бу йеңи сиясәтниң һазир или тәвәсидә толуқ иҗра болуватқанлиқи дәлилләнди.

Ғулҗа шәһиридики бир пешқәдәм оқутқучи һазир бу йеңи сиясәтниң нурғун оқутқучиларни ғәм-әндишигә муптила қилғанлиқини, һазир уйғур оқутқучиларниң хизмәттин қалдурулуп уларниң орниға ичкиридин кәлгән хитайларниң сәпләнгәнликини билдүрди.

Ғулҗа шәһәрлик маарип идарисидики хитай кадирлардин бири хитай тилидики дәрс өтүшниң бәзи тәпсилатлири һәққидә мәлуматлар бәрди.

Хотәндики уйғур деһқанлириниң йәргә игидарчилиқ қилиш һоқуқи җиддий хирисқа дуч кәлмәктә

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити йеқинда йезилардики деһқанларға һөддигә берилгән терилғу йәрләрни қайтидин ениқлаш вә тизимлаш һәққидә уқтуруш чиқарған. Мәзкур уқтурушта қайтидин тизимлаштин өткән йәрләрниң деһқанларниң муқим мүлки болидиғанлиқи тәкитләнгән.

Әмма хотәндики бир қисим йезилардин игиләнгән әһваллардин мәлум болушичә, бу қетимқи терилғу йәрләрни ениқлаш җәрянида деһқанларниң қоллиридики йәрләрниң йоқилаң баһаниләр билән тартивелинишқа башлиғанлиқи мәлум болди.

Хотәндики һөкүмәт хадимлири бу һәқтики соалларға җаваб берип һазирчә деһқанлардин өткүзүвалған “ошуқчә” йәрләр үчүн һәқ бериш һәққидә йол йоруқ йоқлуқини, әмма бу ишлардин деһқанларниң нарази әмәсликини билдүрди.

“уйғурлар дияридики тәқибләргә һечким бәрдашлиқ берәлмәйду!”

Уйғурлар диярида әвҗигә чиқиватқан тәқиб вә контроллуқниң һазир юқири пән-техника васитилири арқилиқ техиму күчийиватқанлиқи мәлум.

Буниңда һәрқайси җайларға ениқлиқ дәриҗиси юқири болған бихәтәрлик камералирини орнитиш, кишиләрниң янфонлиридики “зораванлиқ-терорлуқ” қа даир учурларни тазилайдиған әпләрни мәҗбурий омумлаштуруш, аптомобилларға из қоғлиғуч орнитиш дегәндәк тәдбирләр иҗра қилинишқа башлиған.

Германийәлик мутәхәссисләрдин адрян зенз уйғурлар дияридики қаттиқ тәқиб әһвалиниң сабиқ шәрқий германийә дәвридики тәқиб тәдбирлирини әслитидиғанлиқини тәкитлиди.

Мәлум болушичә, һазир бу хил тәқиб тәдбирлири, җүмлидин диний етиқадқа четишлиқ чәклимиләрниң уйғурлардин һалқип туңганларғиму кеңийиватқанлиқи алақидар затларниң диққитини қозғимақта.

Дуня уйғур қурултийиниң б д т дики паалийәтлири башланди

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң 11-сентәбирдин башлап шиветсарийәниң җәнвә шәһиридә ечилишқа башлиған 36-нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңиши йиғинида уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлди һәмдә йиғин қатнашқучилириниң диққитини қозғиди.

Дуня уйғур қурултийиға вакалитән йиғинға қатнашқанлардин дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса йиғин мәзгилидә уйғурларниң һазирқи сиясий, иқтисад вә мәдәнийәт әһвали һәққидә доклат бәрди һәмдә шу арқилиқ уйғурлар мәсилисини аңлатти.

Долқун әйса бу һәқтә пикир қилип хитай һөкүмити барчә имканийәтләрдин пайдилинип уйғурларниң авазини боғушқа урунуп келиватқан бир пәйттә мушундақ бир йиғинға қатнишип уйғурларниң әһвалини аңлитишниң муһим әһмийәткә игә болидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.