Һәптилик хәвәрләр (18-ноябирдин 24-ноябирғичә)

Мухбиримиз әзиз
2017.11.24
erkin-asiya-radiosi-yengi.jpg Әркин асия радиоси уйғур бөлүми һәптилик хәвәрлири
Photo: RFA

Уйғурлар дияридики тутқун йәнила давам қилмақта

Уйғурлар дияридики сиясий контроллуқниң давам қилиши нәтиҗисидә “сиясий” мәсилә түпәйлидин һәр саһә кишилириниң давамлиқ тутқун қилиниватқанлиқи мәлум болмақта.

Әһвал игиләш җәрянида уйғурлар диярида бирқәдәр зор абруй қазанған “долан оқәтчилик кәспий ширкити” ниң қануний вакаләтчиси абдухелил обулқасимни хитай даирилириниң елип кәткәнлики мәлум болди.

Шуниң билән биргә пәйзиваттики әһвал ениқлаш җәрянида шаптул йезисидики диний зат алим һәсәнниң буниңдин икки йил илгири йәттә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, у өз йезисидики уйғурларға “хитайларниң пахтисини терип пул тепиш һарам” дегәнлики үчүн қолға елинған икән.

Тайландтики уйғур тутқунлар түрмидин қачти

Тайландниң чегра бойидики тутуп туруш орнида қамақта туруватқан уйғур қачқунлиридин 20 киши дүшәнбә күни таң сәһәрдә қечип кәткән.

Түрмидин қачқан бу уйғурлар малайшияға өтүп кәткәндин кейин һазирға қәдәр сәккиз киши тутулуп қалған. Малайшия вә тайланд сақчи даирилири қалған уйғурларни давамлиқ издимәктә икән.

Дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханим бу һәқтә сөз қилип “бу уйғурлар хитайниң зулуми түпәйлидин сиртқа қечишқа мәҗбур болғанлар. Шуңа уларни хитайға қайтурушқа қәтий болмайду,” деди.

Техиму көп уйғурларниң “тәрбийәләш мәркизи” гә йиғивелинғанлиқи ашкариланди

Уйғурлар дияридики қаттиқ тәқибниң бир рошән ипадиси “тәрбийәләш мәркизи” намидики йиғивелиш орунлириниң көпләп ечилиши вә бу җайларға техиму көп уйғурларниң солиниши болмақта.

Мухбиримизниң әһвал игилиши җәрянида йопурға наһийисиниң өзидила 10 миңдин 20 миңғичә кишиниң бу хил мәркәзләрдә бирнәччә айдин буян “сиясий өгиниш” қилишқа соланғанлиқи ашкариланди.

Тоққузақниң булақсу йезисидин әһвал игиләш җәрянида бир йезиниң өзидинла 2500 артуқ кишиниң қамаққа һөкүм қилинғанлиқи, 800 нәччә кишиниң “йепиқ тәрбийә” гә қатнишиватқанлиқи ашкариланди.

Хитайниң “чоң санлиқ мәлумат” арқилиқ уйғурларни контрол қилиши тәнқидкә учриди

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити “чоң санлиқ мәлумат” намида бәрпа қилип чиққан електронлуқ система пуқраларниң барлиқ хусусий алаһидилики һәмдә хусусий учурлирини өзигә топлимақта икән. Бу хил учур топлашта уйғур қатарлиқ “аз санлиқ” милләтләрдин болған паалийәтчиләр вә өктичиләрниң барлиқ учурлири нуқтилиқ топлинидикән.

Буниңда кишиләрниң күндилик һәрикәтлирини назарәт қилиш һәмдә униң кәлгүси тәрәққиятини алдин тәхмин қилиш ахирқи нишан қилинидикән.

“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” бу мунасивәт билән мәхсус баянат елан қилип, “хитай һөкүмити кишиләрниң шәхсийәт һоқуқини дәпсәндә қилмақта,” дәп көрсәтти.

“йәттису уйғур музика мәктипи” уйғур сәнитигә йеңи нотиларни тәрбийилимәктә

Уйғурларниң әнәниви сәнәт мәдәнийити нөвәттики сиясий муһитта “қизиллишиш” қа йүз тутуватқан бир пәйттә, қазақистанда ечилған “йәттису уйғур музика мәктипи” йеңи оқуш йилини башлиди.

Әнглийәдики агахан фондиниң иқтисадий ярдими билән қурулған бу музика мәктипидә һазир 50 кә йеқин устаз вә оқуғучилар уйғур музика мәдәнийитини давамлаштуруш саһәсидә тиришчанлиқ көрсәтмәктә икән.

Мәктәпниң мәсуллири бу һәқтә сөз қилип балиларниң уйғур музика сәнитигә болған меһри-муһәббитиниң ешип бериватқанлиқини, буниңдин оқутқучи вә ата-аниларниңму интайин хушал икәнликини билдүрди.

Чәтәл сиясий әрбаблири уйғурларниң күрәшлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди

Дуня уйғур қурултийиниң 6-қурултийиға явропадики бир қисим даңлиқ сиясий әрбаблар тәклип билән қатнашқан иди. Улар бу җәрянда уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан түрлүк сиясий бесимлар һәққидә сөз қилип, уйғурларниң мустәбитликкә қарши сиясий күрәшлирини қоллайдиғанлиқини билдүрди.

Улар бу һәқтә сөз қилип, “уйғурлар һазир дунядики әң мустәбит реҗим астида яшимақта. Бундақ бир хәлқниң өз һәқ вә һоқуқлирини қайтурувелиш йолидики күрәшлирини қоллаш бизниң мәҗбурийитимиз,” деди.

Шу қатарда әнглийәниң сабиқ ички ишлар министири норман бакер сөз қилип, хитайниң “терорлуққа қарши хәлқаралиқ күрәш” тин пайдилинип, уйғурларни бастуриватқанлиқини әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.