Уйғуряр фонди уйғур оқуғучиларға оқуш ярдәм пули тәсис қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.10.09
Uyghuryar-fondi-torbeti.jpg “уйғуряр фонди” торбетиниң башбети.
Photo: RFA

2017-Йили 5-айниң ахирлиридин башлап түркийәдә алий мәктәптә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң аилиси билән болған алақиси үзүлүп қалди. Буниң билән уларниң түркийәдики оқуши вә күндилик һаяти нурғун қийинчилиқларға дуч келишкә башлиди. Униң үстигә, мисирдин түркийәгә кәлгән оқуғучиларни қошқанда нөвәттә көп сандики уйғур оқуғучилар еғир иқтисадий қийинчилиқ астида турмуш көчүрмәктә. “уйғуряр фонди” бу әһвални нәзәрдә тутуп, түркийәдә толуқ курс, магистир вә доктор аспирантлиқида оқуватқан уйғур оқуғучиларға оқуш мукапат пули беришни қарар қилди.

“уйғуряр фонди” ниң қурғучилиридин бири болған адил сәмәт әпәнди оқуш мукапат пули беришниң шәртлири һәққидә тохтилип мундақ деди: “йеңидин алий мәктәпләргә киргәнләрдин уларниң толуқ оттура мәктәптики дәрс нәтиҗилири билән чәтәллик оқуғучилардин тәләп қилинидиған имтиһан нәтиҗиси сүрүштә қилиниду. Алий мәктәпкә кирип болған қериндашлардин алдинқи мәвсумға мунасивәтлик дәрс нәтиҗиси тәләп қилиниду. Бу һәқтә тәпсилий мәлумат игиләшни халиған оқуғучилар фондимизниң www.uyghuryar.org Намлиқ торини зиярәт қилса болиду.”

Адил сәмәт әпәнди, оқуш мукапат пулиниң түркийәниң һәрқайси университетлирида оқуватқан толуқ курс, магистир вә доктор оқуғучилириға берилидиғанлиқини баян қилип мундақ деди: “оқуш ярдәм соммиси 720 түрк лирасидин 1200 түрк лираси әтрапида болиду. Йилда 8 ай бериду.”

“уйғуряр фонди” ниң истанбулдики вәкили, уйғур зиялийси батур қараханли әпәнди 2017-йили 5-айдин башлап түркийәдә оқуватқан уйғурларниң аилиси билән алақисиниң үзүлүп қалғанлиқини, униң үстигә мисирдинму көп санда уйғур оқуғучиниң түркийәгә кәлгәнликини, бу оқуғучиларниң оқушини давамлаштуруши үчүн “уйғуряр фонди” ниң бу оқуш мукапатини тәсис қилғанлиқини шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларниң мәзкур фондқа ярдәм әвәтиши керәкликини баян қилди.

Батур қараханли әпәнди, “уйғуряр фонди” ни қурған кишиләрниң иқтисадий әһвали яхши, мәрипәтпәрвәр уйғур зиялийлири икәнликини, ианә қилинған пулларни ярдәмгә әң моһтаҗ уйғурларға йәткүзүп беридиғанлиқини тәкитлиди.

Һазир түркийәниң мәлум бир тил мәктипидә оқуватқан, исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур оқуғучи өзиниң “уйғуряр фонди” ниң оқуш мукапат пули билән оқуватқанлиқини, түркийәдә оқуғучиларға ишләш пурсити болмиғачқа көп сандики оқуғучиларниң иқтисадий җәһәттин еғир қийинчилиқта икәнликини, шуңа пүтүн дунядики уйғурларниң ярдәм қилишини үмид қилидиғанлиқини баян қилди.

“уйғуряр фонди” ниң ярдимигә еришкән әдирнә университетиниң тарих кәспидә докторлуқ илмий унвани үчүн оқуватқан өмәрҗан җамал әпәнди бу йил 6-айғичә “уйғур академийәси” ниң оқуш мукапатини алғанлиқини, 6-айдин тартип “уйғуряр фонди” ниң иқтисадий ярдими билән оқушини давамлаштуруватқанлиқини баян қилди.

“уйғуряр фонди” ниң ярдими билән мисирдин түркийәгә кәлгән, исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур оқуғучи мисирдин келидиған оқуғучиларниң көпинчисигә “уйғуряр фонди” ниң айропилан белити елип бәргәнликини баян қилди.

“уйғуряр фонди” 2016-йили 10-айда мәрипәтпәрвәр 7 нәпәр уйғур тәрипидин қурулған болуп, һазирғичә иқтисадий җәһәттин қийнилип қалған көп сандики уйғур оқуғучиларға ярдәм қилип кәлмәктә. Мәзкур фонд йәнә мисирдин түркийәгә келишни истигән 62 оқуғучиға айропилан белити елип бәргән. Улар йәнә уйғур оқуғучиларға болған ярдәмни системилаштуруш үчүн мәхсус оқуш мукапат пули тәсис қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.