Абдувәли аюп: “мән уйғур хәлқини хата чүшәндүргүчиләрниң қурбани болдум” (7)

Мухбиримиз қутлан
2016.08.25
abduweli-ayup.JPG Абдувәли аюп әпәндини әркин асия радиосиниң зияритини қобул қилмақта. 2016-Йили 7-январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Абдувәли аюп 2013-йилиниң 19-авғуст күни тутқун қилинғанда, сақчи даирилири униң “қанунсиз мәбләғ топлаш” җинайити билән тутуп турулуп тәкшүрүлидиғанлиқини әскәртиду.

Һалбуки, у тутқун қилинған күндин етибарән мәйли қәшқәрдики тунҗи сорақта болсун яки үрүмчидики бирқанчә қетимлиқ сорақ-тергавларда болсун аталмиш “қанунсиз мәбләғ топлаш” делоси бойичә һечқандақ соалға дуч кәлмәйду. Әксичә сорақ-соалларниң һәммиси дегүдәк сиясий җинайәт үстидә болиду.

Бүгүн түркийәдә һөр яшаватқан абдувәли аюп өзиниң үрүмчидики бир йилдин артуқ тутқунлуқ һаятида дуч кәлгән соал-сорақлири һәққидә әслимә тәқдим қилди.

-Мән әйни чағда қәшқәрдә тутқун қилинғанда сақчи тәрәпниң мени вә мәсләкдашлиримни аталмиш “қалаймиқан мәбләғ топлаш” җинайити билән тутуп туридиғанлиқи һәққидә аддийла хәвәрләндүрүлдүм. Һалбуки, мән ана тил маарипи йолида бир иш қилишни ойлиған вә ширкәт қурған достлиримниң иқтисадий нәпни һечқачан ахирқи мәқсәт қилмиғанлиқини биләттим. Мән йәнә уйғур җәмийитидә 40 йил яшиған бир инсан болғачқа даириләрниң мәлум мәқсәт үчүн инсанларға қандақ усуллар билән зәрбә беридиғанлиқиниму обдан биләттим. Шуңа мән буниңдин һәйран қалмидим. Буни пәқәтла мени вә мениң мәсләкдашлиримни тутуштики бир баһанә дәп қаридим.

-Дәсләптә бизниң делойимиз “мәбләғ чиқиришта сахтилиқ қилиш” дегән категорийәдә болған болса, кейинчә “қалаймиқан мәбләғ топлаш” дәп өзгәрди. Сотқа чиққанда болса “җамаәт аманәт пулини қанунсиз қобул қилиш” җинайити билән әйибләндуқ. Демәк, бизни тутқан вақиттики җинайәт билән тәптишниң бизни әйиблигән вақиттики вә ахирида сотқа елип чиққан вақиттики “җинайәт” лиримиз охшимай қалди. Әмәлийәттә, сотта бизгә артқан “җамаәт аманәт пулини қанунсиз қобул қилған” дегән җинайәтму һечқанчә пут дәссәп туралмайтти. Чүнки ширкәтниң өз алдиға мәблиғи бар иди. Мән шу чағда ениқ қилип “әрз қилиш һоқуқумни сақлап қалимән”, дәп ипадә билдүргән идим. Адаләт ишқа ашқан күни мән һаман буни сүрүштә қилимән дегән арзуюм бар.

-Мән тутқун қилинип үрүмчигә елип келингәндин кейин икки сақчи мәндин ширкәт вә иқтисадий мәсилә бойичә бир қетим сораққа елип чиқти. Ундин кейин иқтисадий мәсилә һәққидә пәқәтла соал соримиди. Кейинки соал-сорақларниң һәммиси сиясий мәсилиләргә, йәни “америкидин немә үчүн қайтип кәлдиң, сени ким әвәтти, чәтәлдики қандақ тәшкилатлар билән мунасивитиң бар, америкида вә түркийәдә кимләрни тонуйсән; немә үчүн қәшқәрдә йәсли ачтиң; немә үчүн мәктәп ачтиң; немә үчүн қәшқәрдә аниларға лексийә сөзлидиң?” дегәндәк соалларға мәркәзләшти. Йәни уларниң нәзиридики “дөләтниң дүшмини яки инсанийәтниң дүшмини” гә қоюлидиған соаллар соралди.

-Мән тутқундики күнлиримдә шуни чоңқур һес қилдим. Әслидә дүшмән мәвҗут әмәс иди, лекин улар дүшмән яритишқа еһтияҗи болғачқа мән вә мениң достлирим бу хил сиясий еһтияҗниң қурбаниға айландуқ, халас. Пәмимчә, мән улар үчүн көңүлдикидәк дүшмән болдум. Йәни америкида оқудум. Демәк америкидики оқуш тарихим сорақчиларниң хиялидики “америка уйғурларни қоллап бөлгүнчилик үчүн земин һазирлайду” дегән қаришиға испат бопту. Иккинчидин, мениң түрлүк университетларда ишләп, охшимиған инсанлар арисида мәлум тәсир пәйда қилишим улар үчүн гуманлиқ обйект икәнликимни көрситипту. Үчинчидин, бизниң ана тил һәрикитимиз уларниң нәзиридә аталмиш “бөлгүнчилик” йолидики әмәлий һәрикитимиз бопту. Шуниң билән мән вә мениң достлирим уларниң “дүшмән яритиш” тин ибарәт бу рәзил сиясий еһтияҗиниң қурбаниға айландуқ. Шундақ, ениқрақ қилип ейтқанда, мән уйғур хәлқини хата чүшәндүргүчиләрниң қурбани болдум!...

Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.