Фирансийәлик язғучи: мән авазсизларниң авазини тарқитиш үчүн уйғурларни таллидим

Ихтиярий мухбиримиз руқийә
2014.12.17
Fransiyelik Yazghuchi Sylvie Lasserre Франсийилик язғучи вә түркий милләтлири тәтқиқатчиси сйлвә лассәррә уйғур елидә. Йили намәлум.
RFA Ruqiye

Фирансийәлик мухбир, язғучи вә фото сүрәтчи шундақла оттура асия түркий милләтлири тәтқиқатчиси сйлвә лассәррә юсазаи өз тәтқиқатиниң асасий қисмини уйғурларни тәтқиқ қилишқа аҗратти.

Униң уйғурлар тоғрисидики “уйғур дөлитигә саяһәт” дегән тунҗи китаби 2010-йили фирансуз тилида бесип тарқитилди. Шундин бери у нурғун франсузчә гезит журнал вә радио телевизийәлири тәрипидин зиярәт қилинип, уйғурларниң сиясий вә мәдәний һаятини тонуштурди.

Биз бүгүн сйлвә лассәррәни униң “уйғурларниң дөлитигә саяһәт” дегән китаби һәққидә зиярәт қилдуқ.

Мән униңдин китабиға немә үчүн уйғурларниң дөлитигә зиярәт дәп тема қойғанлиқини сориғинимда у мундақ деди: сизни үмидсизләндүрүп қоймақчи әмәсмән, мениң бу китабим дөлити йоқ дөлити қолдин кәткән милләтләрниң мәдәнийити һәққидә йезилған тәтқиқат вә әсәрләрниң җуғланмисиға беғишланған. Уйғурлар дәл дуняда дөлити йоқлуқи билән тонулған милләтләрниң бири иди. Шуңа мән китабимға “уйғурларниң дөлитигә зиярәт” дәп исим қойдум. Чүнки уйғурларниң мәдәнийити наһайити гүзәл мәдәнийәт болуп буни йорутушта уларниң тарихи вә сиясий арқа көрүнүшини вә динни етиқадини өгинишкә вә йорутушқа тоғра келәтти.

Сйлвә әслидә физика инженери болуп, бу саһәдә докторлуқ унвани алған, кейин у һаятниң мәниси тоғрисида издинип кәспини алмаштуруп авазсизларниң авази болушқа бәл бағлайду.

У мундақ дәйду: бир қетим мән парижда өткүзүлгән чечәнистан тоғрисидики йиғинға қатнаштим, йиғинда бир кишиниң өзини уйғур дәп тонуштуруп соал сориғанлиқини көрдүм вә униң билән тонушуп қалдим. Бу киши маңа уйғурларниң дәрдини аңлатти вә мәндә уйғурларға нисбәтән һесдашлиқ вә қизиқиш пәйда қилди. Шундақ қилип у, хитайдин ибарәт күчлүк вә рәһимсиз дөләтниң зулумиға учраватқан уйғурларни талливалиду.

У мундақ дәйду: мән авазсизларниң авазини тарқитиш қарариға кәлдим. Уйғурлар әнә шундақ унтулған дәрдини һечким аңлимайватқан, дуняниң оюнлириға қурбанлиқ болуп кетиватқан бир милләт иди.

Сйлвә уйғурлар һәққидә китаб йезиш үчүн уйғур земиниға келиду. Әмма, хитайчә яки уйғурчә билмигәнлики үчүн нурғун қийинчилиқларға учрайду. Униң китабидики зиярәт қилинған кишиләр вә гуваһчиларниң көпинчиси хитай контроллуқидики территорийәниң сиртида яшаватқан уйғурлар болуп, наһайити аз сандики уйғурларла уйғур земинида яшаватқан уйғурлар иди.

У мундақ дәйду: хитай уйғурларниң бирәр чәтәллик билән сөзлишишини қаттиқ чәкләйтти вә еғир җаза берәтти. Мән уларға өзүмниң мухбир икәнликимни демисәмму уйғурлар мән билән параңлишиштин наһайити еһтият қилди, мәнму уларға аваричилик тепип бәрмәслик үчүн еһтият қилдим.

Мән униң китабидики әң қизиқарлиқ вә муһим дәп қаралған бөлүмниң қайси икәнликини сориғинимда у мундақ деди: сама десәм болиду чүнки уйғурларниң өзини ипадиләш әркинлики пүтүнләй чәклигән болуп мән уларниң пәқәт сама ойниғандила оз һессиятини, ички күчини әркин вә ашкара ипадилийәлигәнликини көрдүм. Чүнки сама уларниң дәрд әләмлирини ғәзәп нәпритини, хушаллиқини, қаршилиқ вә батурлуқини, сәвр тақәт вә сәврсизликини, тил билән ипадилийәлмәйдиған йәнә нурғун һессиятларни ипадә қилған иди.

У өзиниң “уйғур дөлитигә саяһәт” дегән китабини йезиш җәрянида уйғурлар һәққидә һес қилғанлири һәққидә тохтилип: әң дәсләп һес қилғиним уйғурларниң йүзидә күлкә йоқ иди, мән уларни күлүшни билмәйдиған милләт охшайду дәп ойлап қалған идим. Кейинчә буниң һакавурлуқтин әмәс бәлки зулумниң еғирлиқидин болған роһи бесим түпәйлидин икәнликини һес қилдим, деди.

У, уйғурлар һәққидики тәнқиди көз қариши һәққидә тохтилип мундақ деди: хитай контроллуқидики уйғурлардиму амал йоқ, әмма әркин дөләтләргә чиққан уйғурларниңму уйғур дәвасини қоллаш идийиси наһайити төвән икән, уйғурларниң көпчиликини оз вәтининиң миллитиниң тәқдиригә җиддийәтсиз муамилә қилғучилар икән. Мән бәзидә өзүмни уйғурларниң авази үчүн ялғуз товлаватқандәк һес қилимән, чүнки мән уларниң авазини таратқучи болуш үчүн тиришиватқинимда мени қоллап қуввәтләп ярдәмдә болған уйғур йоқ дейәрлик иди. Бу мени бәк азаблайду.

У сөһбитимизниң ахирида өзиниң гәрчә уйғурларниң мустәқиллиқиға һечқандақ бир үмидниң йоқтәк көрүлүши йәр шари характерлик туйғу болуп қалған болсиму, әмма җуғрапийилик сиясий өзгиришләр болуп туридиғанлиқи үчүн бәлким дуняниң уйғурлар үчүн кәлгүси башқичә болмайдиғанлиқиға һечким бирнемә дейәлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Сйлвә ләссәррниң китаби, йоқилишқа йүзләнгән дәп қаралған яки кризис ичидики милләтләрни тәтқиқ қилишқа беғишланған болуп, униң ейтишичә уйғурларниң мәдәнийити характери вә роһи күчинила әмәс бәлки уларниң тарихий вә сиясий тәқдирини дуняға аңлитиштиму интайин муһим рол ойнайдикән. У әгәр китаби инглизчиға тәрҗимә қилинса, техиму көп тәтқиқатчиларниң уйғурларни тәтқиқ қилишта муһим пайдилиниш материяли болупла қалмай, бәлки техиму көп кишиләрниң уйғурларниң сиясий тәқдирини чүшиниши вә уларниң сиясий дәвасини қоллишиға ярдими болидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.