Голландийәдики уйғурлар аптономийиниң алдамчилиқ икәнликини билдүрүшти

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2015.10.02
gollandiye-1-october-namayishidin-korunushler-1.jpg Голландийәдики уйғурлар дәнһах шәһиригә җайлашқан хитай консулханиси алдида аптономийиниң алдамчилиқ икәнликини билдүрүп, елип барған намайишидин көрүнүш. 2015-Йили 1-өктәбир.
RFA/Pida’iy

2015‏-Йили 1‏-өктәбир хитай коммунист һакимийитиниң 65 йиллиқи вә аталмиш шинҗаң уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи тәбриклиниватқан бу күндә, чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдә түрлүк паалийәтләрни тәшкилләп, хитай һакимийитиниң зулуми вә таҗавузчилиқлириға қарши наразилиқини ипадилиди.

Җүмлидин голландийәдики уйғурларму 1‏-өктәбир голландийәниң дәнһах шәһиригә җайлашқан хитай консулханиси алдида намайиш паалийити елип барди.

“голландийә уйғур бирлики тәшкилати” уюштурған бу паалийәткә “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” әзалири һәмдәмдә болди.

Намайишчи уйғурлар шу йәр вақти чүш саәт 12 дин бир йеримгә қәдәр хитай һакимийитиниң шәрқий түркистандики таҗавузчилиқлири вә ассимилятсийә һәрикәтлири тәнқид қилинған пилака-лозункилирини хитай консулханиси алдида тикләп, ай-юлтузлуқ көк байрақлирини ләпилдәтти. Җараңлиқ шоарлири билән хитайниң 60 йилдин буянқи қилмиш-әтмишлирини әйиблиди вә ғәзәп-нәпритини ипадилиди.

Паалийәттә зияритимизни қобул қилған голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсули садиқҗан сәләй әпәнди паалийәттин учур бәрди. Паалийәт иштиракчилиридин бәзилириму өзлириниң йүрәк сөзлирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.