Канада кишилик һоқуқ тәшкилатлири баш министир терейдони хитай сәпиридә һүсәнҗан җелилни қайтуруп келишкә чақирди

Мухбиримиз меһрибан
2016.08.29
Huseyin-Jelil-305.jpg Һүсәйин җелилниң түрмигә кириштин бурунқи сүрити.
RFA File


Канададики бәзи кишилик һоқуқ вә өктичи тәшкилатлар канада баш министири җастин тередониң хитай зиярити һарписида ахбарат йиғини чақирип, җастин тередони хитай түрмисидики канада пуқраси - һүсәнҗан җелил билән кәвин гаретни қайтуруп келишкә чақирған.

Бирләшмә ахбарат йиғинини хәлқара бир әркин дуня, хитай демократийә фронти қатарлиқ тәшкилатлар вә бәзи уйғур паалийәтчиләр бирлишип өткүзгән. Улар йиғинда баш министир тередониң хитай кишилик һоқуқ мәсилисини ашкарә вә кәскин оттуриға қоюп, хитай түрмисидики 2 канада пуқрасини қайтуруп келишни асаслиқ күнтәртипкә қоюши керәкликини тәкитлигән.

Өткән һәптидики ахбарат йиғинини чақирған гуруһларниң бири, “хәлқара бир әркин дуня” тәшкилатиниң рәиси мәҗид әл шаиф дүшәнбә күни мухбиримизниң зияритини қобул қилип, сөһбәт елан қилип, әгәр тередо содинила ойлап, хитай түрмисидики канад пуқралириға көз юмса, канада өзиниң “роһи, қиммәт қариши вә принсипини йоқутуп қойиду” деди.

Мәҗид әл шаиф мундақ дәйду: “у (җастин тередо) канада баш министири болуш сүпитидә канада пуқралириға көңүл бөлүши, канада пуқралирини өзиниң балисидәк көрүши керәк. Униң хитайдики һәрикитигә кәлсәк, у ахбарат елан қилиштин яки хитай билән болған мунасивәтни қайта башлаштин бурун, хитай түрмисидики канадалиқларни қоюп бәрдүрмисә, бу мунасивәт һә икки тәрәпкә пайдилиқ баланис мунасивәт болған болмайду.

Әгәр биз пәқәт иқтисаднила ойлисақ, пәқәт пул вә хәлқара содинила ойлисақ, биз өзимизниң роһини йоқутуп қойимиз. Биз йәнә бизниң қиммәт қаришимиз вә принсиплиримиздин айрилип қалимиз.”

Мәҗид әл шаиф йәнә, икки тәрәп қанчилик сода келишими яки иқтисади тохтамға имза қойса қойсун, әмма хитай түрмисидики канадалиқлар чоқум қоюп берилиши керәкликини билдүрди.

Мәҗид әл шаиф: “мән сизгә шуни ейтай, канада мәдәнийити хитайда ишләпчиқирилмиған. Һәммә нәрсә хитайда ишләпчиқирилиши мумкин, әмма канада мәдәнийити хитайда ишләпчиқирилмайду. Мән баш министирниң буниңға қулақ селишини вә хитай һөкүмити билән қанчилик келишим, иқтисади тохтам имзаланған болсун, бизниң канада пуқралирини қоюп беришни тәләп қилишини үмид қилимән.

Хитай түрмисидики канадалиқлар җинайәтчи болғанлиқи үчүн у йәрдә әмәс, улар пәқәт кишилик һоқуқ вә әркинлик үчүн күрәш қилғучилар, халас” дәп көрсәтти.

Торондики ахбарат йиғини билән биргә, “хитай кишилик һоқуқ тори” намлиқ бир аммиви тәшкилатлар бирләшмиси җастин тередоға хәт йезип, униң һүсәнҗан җелил вә кәвин гаретни канадаға қайтуруп келишини тәләп қилған.

Мәзкур тәшкилат хетидә, тередониң “икки нәпәр канада пуқрасини қайтуруп келишни зияритиниң асаслиқ күнтәртипигә елиши”ни тәләп қилған.

Өткән һәптидики ахбарат йиғинида йәнә “демократийә фронти” намлиқ хитай өктичи тәшкилатиниң рәиси шең шө, хитайниң канада пуқралириға паракәндичилик селип келиватқанлиқини оттуриға қоюп, канада пуқралириниң бихәтәрликини қоғдашни тәкитлигән.

Шең шө дүшәнбә күни мухбиримизниң зияритини қобул қилғанда һүсәнҗан җелилға охшаш канада вәтандашлириниң мәнпәәти вә бихәтәрликини қоғдаш униң асаслиқ вәзиписи икәнликини оттуриға қойди. Шең шө, у “хитайниң һүсәнҗан җелилниң канада пуқралиқини рәт қилишиниң һечқандақ асаси йоқ” дәп көрсәтти.

Шең шө мундақ дәйду: “һүсәнҗан җелилниң хитайда қамақ җазасини өтәватқиниға һазир 10 йил болди. Гәрчә хитай компартийиси униң канада пуқралиқини етирап қилмисиму, әмма униң бу мәсилидә һечқандақ асаси йоқ. У һәқиқәтән канада пуқраси,у 3 - бир дөләткә саяһәткә барғанда қолға елинип, хитайға өткүзүп берилди. Хитай компартийиси униңға муддәтсиз қамақ җазаси бәрди.

Бу әһвалда биз баш министир тередо алди билән ойлишидиған мәсилә, канада пуқралириниң бихәтәрлики, иззәт - һөрмити вә әркинлики, дәп қараймиз. Шуңа, канада баш министириниң хитайда азабқа учраватқан бу икки канада пуқрасиниң мәсилисини қарши тәрәпниң алдиға қоюп, уларни канадаға қайтуруп келиш мәҗбурийити бар. Биз шуниңдила икки дөләт мунасивитини күчәйтишни ойлишишимиз керәк.”

Шең шөн ханимниң илгири сүрүшичә, канаданиң бурунқи консерватиплар һөкүмити дәсләпки мәзгилдә һүсәнҗан җелил мәсилисигә көп күч чиқарған болсиму, әмма кейинки вақитларни хитайниң иқтисади күчүйүп кәткәчкә нурғун дөләтләр кишилик һоқуқ мәсилисидә униңға йол қоюш йолини тутқан. Шең шө, нәтиҗидә бу һүсәнҗан җелил мәсилисиниң узурап кетишигә йол ачқанлиқини билдүрди.

Шең шө: “бу (һүсәнҗан җелил) мәсилисиниң техиму кәң арқа көрүниши бар. Әмәлийәттә, мушу бир қанчилиған йиллар мабәйнидә ғәрбтики пүтүн дөләтләрниң иқтисади тәрәққияти турғун һаләткә чүшүп қалди. Хитай болса бу мәзгилдә өзиниң ғайәт зор нопус күчи вә җәмийәтни булаш - талаш қилишқа тайинип, өзиниң иқтисадини тез сүрәт билән раваҗландурди. Бу җәрянда нурғун демократик дөләтләр, һәтта бәзи пишқан демократик әлләрму хитайға нурғун йол қойди. Әлвәттә бу кишилик һоқуқ җәһәттики йол қоюшниму өз ичигә алди” дәп көрсәтти.

Канада һөкүмитиниң билдүрүшичә баш министир тередо нишани бейҗиңда хитай билән кәң диалог қурушниң йоллирини издәш икән. Канада баш министирлик мәһкимисиниң торида елан қилған баянатида,“канада вәкилләр өмики хитай рәһбәрләр билән һәмкарлишип, канада оттура қатлам синипиниң гүллиниши вә тәрәққиятини алға сүрүшкә тиришиду” дейилгән.

Әмма “хәлқара бир әркин дуня” тәшкилатиниң рәиси мәҗид әл шаиф болса канада баш министириниң хитай билән болған барлиқ мунасивәтләрни түрмидики канада мәһбуслириниң қоюп берилиш шәртигә бағлиши керәкликини илгири сүрди. Әмма мәҗид әл шаиф йәнә, бу һөкүмәтниң һәрикити билән чәклинип қалмаслиқи керәкликини билдүрди.

У мундақ дәйду: “баш министир хитай билән канада оттурисидики мунасивәтләрни бу мәһбусларниң дәрһал қоюп берилиш шәртигә бағлиши керәк. Буни мәһбусларни қоюп бериш, дөләтни қанун билән башқуруш, кишилик һоқуқ вә қиммәт өлчимигә бағлаш әң муһим нишан болуши керәк.

Иккинчи, биз шуниму билишимиз керәк. Бу ялғуз канада һөкүмитиниңла қарариға бағлиқ мәсилә әмәс, бу йәнә канда хәлқиғиму бағлиқ мәсилә. Мениң демәкчи болғиним шу, канда һөкүмити хәлқниң пикирини аңлайду. Чүнки, канадада сайлам бар, хәлқ беләт ташлайду. Шуңа, биз канадалиқлар бизниң парламент әзалиримизға, кеңәш палата әзалириға, бизниң баш министир вә ташқи ишлар министирлиримизға хәт йезишимиз, биз канадалиқлар һәрикәт қилишимиз керәк.”

Канда баш министири җастин тередо бу сәпиридә йәнә 4 - авғуст хитайниң хаңҗу шәһридә ечилидиған 20 дөләт гуруһиниң башлиқлар йиғиниға қатнишиду. Хитай һөкүмити йиғинниң һарписида хаңҗу шәһиридики аманлиқ тәдбирлирини қаттиқ күчәйтип, уйғур ресторанлирини тақиған, уйғур йолучиларға ятақ беришни чәклигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.