Илһам тохтини қоюп бериш чақириқи күчәймәктә

Мухбиримиз меһрибан
2016.11.30
ilham-toxti-leksiye.jpg Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти лексийә сөзләштин бурун. 2010-Йили 12-июн, бейҗиң.
AFP

Йеқиндин буян хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәшәббуси вә орунлаштурушида илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиш паалийәтлири барғанчә көпәймәктә.

Радийомиз зияритини қобул қилған паалийәтчиләр илһам тохтини қоюп бериш һәққидики чақириқ вә паалийәтләрни көпәйтишниң һәр саһә кишилириниң илһам тохтини қоллайдиғанлиқини көрситиш вә хитай һөкүмитидин униң дәрһал түрмидин азад қилинишини тәләп қилиш икәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә германийәдики илһам тохтини қутқузуш гурупписи қатарлиқлар йетип келиш алдидики 12-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән илһам тохти һәққидики паалийәтлирини йәнә күчәйтмәктә.

Икки һәптә илгири хәлқара кәчүрүм тәшкилати тор бетидә хитай һөкүмитидин илһам тохтини шәртсиз қоюп беришни тәләп қилиш имза топлаш паалийитини башлиған болса, германийәдики илһам тохтини қутқузуш гурупписи йәнә 12-декабир дуня кишилик һоқуқ күнидә германийәниң мюнхен шәһиридә, уйғур зиялийси илһам тохти вә уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси темисида илһам тохти муһакимә йиғини ечилидиғанлиқини елан қилди.

Йеқинда радийомиз зияритини қобул қилған хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң директори софий речардсон ханим сөзидә, илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш һәққидә мәхсус баянатларни елан қилиш, илһам тохтини һәр хил кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситиш яки иҗтимаий таратқуларда имза топлашқа чақириқ қилиш қатарлиқ паалийәтләр арқилиқ илһам тохти мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюш вә бу арқилиқ хитай һөкүмитини илһам тохтини қоюп беришкә мәҗбурлашниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

У мундақ деди: “илһам тохти әслидә түрмигә ташланмаслиқи керәк иди. Биз хитай һөкүмитини уни дәрһал қоюп беришкә изчил чақиримиз.”

Германийәдә қурулған илһам тохти гурупписиму қурулғандин буян илһам тохтини сахароф әркинлик мукапатиға намзат қилип көрситиш вә илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш паалийәтлирини елип бериватқан болуп, мәзкур гуруппа мәсуллиридин гуруппа рәиси әнвәрҗан әпәнди вә гуруппиниң муавин рәиси фирансийәлик кишилик һоқуқ паалийәтчиси париж 7-университетиниң хитай ишлири мутәхәссиси профессор марий һолизман ханимлар бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, илһам тохти мәсилисини давамлиқ оттуриға қоюшниң муһимлиқини тәкитлиди.

Гуруппа рәиси әнвәрҗан әпәнди бу йил 12-декабир хәлқара кишилик һоқуқ күнидә мәзкур гуруппиниң орунлаштуруши вә германийә баварийә йешиллар партийисиниң саһибханилиқида германийәниң мюнхен шәһиридә “профессор илһам тохти вә уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси” дегән темида хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилидиғанлиқини билдүрди.

Илһам тохти гурупписиниң муавин рәиси марий һолизман ханим болса, мәзкур йиғинни ечиштики мәқситини вә илһам тохтиға давамлиқ әркинлик тәләп қилишниң муһимлиқини тәкитлиди.

У мундақ деди: “бизниң мәқситимиз, һәр саһә кишилириниң илһам тохтини қоллайдиғанлиқини көрситиш вә униң түрмидин дәрһал азад қилинишини тәләп қилиштин ибарәт.”

Марий һолизман ханим сөзидә, илһам тохти әпәндини һәр хил кишилик һоқуқ мукапатлириға намзат қилип көрситиш билән бирликтә йәнә, илһам тохти һәққидә мәхсус хәлқаралиқ муһакимә йиғинлириниму ечишниң уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини дуняға аңлитиш билән биллә, хитайда барғанчә яманлишиватқан кишилик һоқуқ вәзийитини дуняға аңлитиш вә бу вәзийәтни өзгәртиштә хитай һөкүмитигә бесим ишлитиштә толиму зөрүр икәнликини билдүрди.

2014-Йили 15-январ күни хитайда туруп уйғурларниң қануний һәқлирини ашкара тәләп қилған, бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң иқтисад пәнлири дотсенти илһам тохти “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш вә дөләтни парчилашқа урунуш” җинайити артилип тутқун қилинип, шу йили 22-сентәбир күни даириләр илһам тохтиниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини елан қилғандин буян, хәлқарада демократик дөләт һөкүмәтлири, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә демократик зиялийларниң тәшәббуси вә орунлаштурушида илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш чақириқлири вә паалийәтлири давамлашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.