Ғулҗидики “мелодийә чайханиси” ниң саһиби түрмидә ағриған, дохтурханида җан үзгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.01.15
turmide-olgen-yasinjan-moydin.jpg Ғулҗа шәһиридики “мелодийә чайханиси” ниң саһиби, тиҗарәтчи ясинҗан мойдин.
RFA/Shöhret Hoshur

Аңлиғучилиримиздин бири өткән йили 12-айниң бешида радийомизға мәктуп йоллап, ғулҗа шәһиридики “мелодийә чайханиси” ниң саһиби, тиҗарәтчи ясинҗан мойдинниң 6-7 ай аввал сақчилар тәрипидин тутуп кетилгәнлики, 11‏-айниң ахири түрмидин зәмбилгә селинған һаләттә аилисигә қайтурулғанлиқи вә үрүмчидә давалиниш давамида сақиялмай һаятидин айрилғанлиқини мәлум қилди. Нөвәттә чәтәлдә яшаватқан, ғулҗа вәзийити вә ясинҗан мойдинниң әһвалидин хәвәрдар кишиләрдин бири йеқинда мухбиримизниң зияритини қобул қилип, ясинҗан мойдинниң түрмидә өлгәнлики вә униң түрмигә кириштин бурун сақ-саламәт беҗирим бир киши икәнликини ашкарилиди.

Мәзкур мәктупта дейилишичә, “мелодийә чайханиси” ғулҗа шәһириниң үчдәрвазидики мәшрәпбай кочисиға җайлашқан. Униң 43 яшлиқ саһиби ясинҗан мойдин бултур 4-айда намәлум сәвәб ‏билән тутуп кетилгән. 11 Вә 19 яшлиқ икки пәрзәнтниң дадиси болған ясинҗан мойдин түрмидә 6 ай ятқандин кейин, еғир кесәл һаләттә аилисигә қайтурулған. Нөвәттә чәтәлдә яшаватқан, ғулҗа вәзийити вә ясинҗан мойдинниң аилә әһвалидин хәвәрдар бир киши йеқинда телефон зияритимизни қобул қилип, ясинҗан мойдинниң тутулуши вә өлүми һәққидә билидиғанлирини мәлум қилди.

Мәлум болушичә ясинҗан мойдин тутқун қилинғандин кейин, ғулҗа шәһиридики боз түрмигә апирилған. ясинҗан мойдин техи тәкшүрүлүватқан, дело ахирлашмиған бир пәйттә униң саламәтликидин еғир дәриҗидә мәсилә көрүлгән. Коча хәвәрлиридә дейилишичә, ясинҗан мойдин зәмбилигә селинип аилисигә тапшурулған. Қериндашлири ясинҗанни үрүмчигә апирип җиддий шәкилдә давалатқан болсиму, қутқузуш үнүм бәрмәй һаятидин айрилған.

Мәлум болушичә, “мелодийә чайханиси”, йәни тез тамақханисини башқуруватқан ясинҗанниң аяли мәрһаба ханим, илгирики йилларда түркийәгә саяһәткә барғанлиқи үчүн тутулған вә бир қетим “тәрбийә” линип йенип чиққан. Нөвәттә уйғур аптоном райони вәзийитиниң җиддийлики, ясинҗанниң аяли мәрһабаму гуман вә назарәт астида болғанлиқи үчүн, ясинҗанниң түрмидә қандақ кесәлгә гириптар болғанлиқи яки дохтурханиниң қандақ диагноз қойғанлиқи мәлум әмәс. Униң үстигә ясинҗанниң қандақ гуман билән тутулғанлиқи, тәкшүрүлүш басқучида немиләрниң айдиңлашқанлиқи ясинҗанниң аилә-тавабиатлириғиму мәлум әмәс.

Вәзийәттин хәвәрдар кишиниң баян қилинишичә, ясинҗан түрмидә қейин-қистақтин еғир зәхимләнгән яки түрмидики адәттин ташқири начар шараит түпәйлидин кесәлгә гириптар болған болуши мумкин. У йәнә ясинҗанниң саламәтлики яманлашқандин кейин хели мәзгилгичә сақчиларниң униңға пәрва қилмиғанлиқи, давалимиғанлиқи, униң һаят қелишидин үмид үзүлгәндила андин аилисигә қайтурғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.