Чәтәлләрдә туруватқан уйғур карханичилар тәшвиштә

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.01.12
tijaretchi-ipade-bildurush-yighini.jpg Он миң йәккә тиҗарәтчиләр ипадә билдүрүш йиғинидин көрүнүш. 2017-Йили күз, хотән.
Social Media

Уйғур аптоном районлуқ сода-санаәтчиләр бирләшмиси йеқинда шөбә җәмийәтләргә вә әзаларға бирла вақитта һөҗҗәт тарқитип, барлиқ бирләшмә әзалириниң чегра атлаш тарихини тәкшүридиғанлиқи вә архиплаштуридиғанлиқини, сода-санаәт саһәсидики һәрқандақ кишиниң чәтәлгә чиқиштин бурун бирләшминиң рухситини елиши шәрт икәнликини уқтурған. Инкасларға қариғанда, мәзкур уқтуруш йеқинқи мәзгилләрдә чәтәлләрдә туруватқан вә хитай сияситиниң юмшап қелишидин үмидини үзмәй келиватқан бир қисим уйғур карханичиларниң әндишисини күчәйткән. Көзәткүчиләр, хитай бу усул арқилиқ хитай ичи вә сиртидики уйғур карханичилириниң сода паалийәтлирини тәқиб қилиш, уларни техиму системилиқ бастуруш вә мал мүлкини мусадирә қилишқа баһанә издәватқан болуши мумкин дәп пәрәз қилмақта.

Хитай даирилириниң уйғур елида бир йилдин буян күчәйтип елип бериливатқан “икки йүзлимичилик” кә, “радикаллиқ” қа қарши тазилаш һәрикити давамида, уйғур җәмийитигә иқтисадий күчи билән төһпә қошуватқан төһпикар карханичи, қабил игилик тиклигүчи, пулдар содигәрләрниңму тәқибигә учриғанлиқи дәлилләнмәктә.

Йеқинда радийомизға кәлгән учурлардин, мәдәнийәт кәспидики төһпикар кархана дәп нам берилгән “шинҗаң долан оқәтчилик чәклик ширкити” ниң директори вә қануний вакаләтчиси абдухелил убулқасимниң өктәбирдә сақчилар тәрипидин елип кетилгәндин буян хәвири йоқлуқи дәлилләнгән иди.

Йеқинда йәнә қәшқәр вилайәтлик сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәиси абдуҗелил һаҗим қатарлиқ қәшқәрдики алдинқи қатардики бай содигәрләрниң 4 нәпириниң өткән йили5‏-айда тутулған вә кесилгәнлики ениқланди, хәлқаралиқ мал йөткәш ширкәтлири билән ронақ тапқан абдуҗелил һаҗимниң 18 йиллиқ кесилгәнлики мәлум болди.

Бир қанчә күн аввал йәнә уйғур диярида көзгә көрүнгән уйғур рәһбирий кадирларниң бири шуниңдәк шөһрәт қазанған теббий илим тәтқиқатчиси, карханичи халмурат ғопурниң намәлум “сиясий сәвәб” ләр түпәйлидин тәкшүрүшкә елип кетилгәнлики мәлум болди.

Муһаҗирәттики бир қисим уйғур карханичилардин йеқинқи күнләрдә келиватқан инкасларға қариғанда, бу хил илгири сиясий җәһәттә еһтиятчан болуп келиватқан, һөкүмәт вә җәмийәткә иҗабий тәсир берип кәлгән карханичи вә игилик тиклигүчиләрниңму түрлүк сәвәбләр билән арқа-арқидин тәқиблиниши айрим кишиләрниңла әмәс бәлки пүтүн уйғур миллитиниң нөвәттә омумйүзлүк дуч келиватқан қисмитидин бешарәт беридикән.

Үрүмчидә 10 йиллар аввал хәлқаралиқ сода ширкити қуруп ронақ тапқан, йеқинқи йилларда хитай һөкүмәт даирилириниң сода вә башқа паалийәтлиригә қаратқан түрлүк кашилиси сәвәблик түркийәгә кетишкә мәҗбур болған бир аял карханичи бу һәқтә радийомиз зияритини қобул қилип, уйғур аптоном районлуқ сода санаәтчиләр уюшмисиниң әза тәшкилат вә ширкәтләргә бу йил 4-январ уқтуруш тарқатқанлиқини вә уқтуруштин чәтәлләргә чиқип кәткән вә берип-келип туруватқан карханичи содигәрләрниң чегра атлаш иш паалийәтлириниң тәкшүрүлүп архиплаштурулидиғанлиқи мәлум болғанлиқини билдүрди.

Дәрвәқә, аңлиғучилиримиз әвәткән буниңға мунасивәтлик һөҗҗәттә, даириләр уйғур дияридики барлиқ сода санаәт уюшмилири вә әзалириниң йеқинқи мәзгилдики чегра атлаш әһвали һәққидә толуқ тәкшүрүш елип берип, архиплаштуруп баш уюшмиға тапшуруш тәләп қилинған. Уқтурушта һәр қандақ әзаниң чәтәлгә чиқиштин бурун уйғур аптоном районлуқ сода-санаәтчиләр баш уюшмисиға әнгә алдуруп рухсәт елиши шәрт икәнлики алаһидә әскәртилгән.

Бу аял карханичиниң ейтишичә, 500 миң сомдин артуқ турақлиқ мүлүккә игә һәр қандақ содигәр яки йәккә карханичи вә яки ширкәтләрниң һәммиси хитай һөкүмитиниң башқурушидики сода-санаәтчиләр уюшмисиға әза болуши шәрт икән. Һәр бир ширкәт вә содигәр сода-санаәтчиләр бирләшмисигә әзалиқ бәдәл пули тапшуридикән.

Униң дейишигә қариғанда, уйғур диярида һәр қандақ кархана яки ширкәт қурғучилар тизимға алдурғанда өзи вә ширкәт хадимлириниң исми, кимлик номури, вәзиписи, асаслиқ сода шәкли, тизимлатқан мәблиғи, омумий мәблиғи, омумий муқим мүлки, йиллиқ беҗи, тәрҗимиһали вә җәмийәттики қошумчә вәзиписи қатарлиқ омумий архипи турғузулуп, үч орунда сақлинидикән. Униң бири-сода санаәт мәмури башқуруш тармақлири, йәнә бири мәһәллә ш башқуруш комитети, йәнә бири җамаәт хәвпсизлик тармақлири.

Бу аял карханичи йәнә һазир уйғур елида улардин пули көплириниң қалмиғанлиқини, бир қисми диний радикаллиқ вә яки намәлум баһанә сәвәбләр билән тутулған яки ғайиб болған болса, йәнә бир аз қисми чәтәлләрдә панаһлинип туруватқанлиқини, уйғур диярида һазирчә пәқәт һөкүмәткә маслишишчанлиқи юқири, анчә көзгә көрүнмигән, хитай карханиларға беқинди болған бир қисимлири қалған болсиму, уларниңму адаләтсиз риқабәт вә күчлүк назарәт, тәһдитләр астида икәнликини билдүрди.

Инкасларға қариғанда, уйғур диярида игилик тикләп сода саһәсиниң қабиллириға айланған вә уйғур елиниң, уйғур хәлқиниң иқтисадий вә башқа һәр җәһәттики тәрәққиятиға тегишлик төһпә қошуватқан карханичиларниң йеқинқи 2 йилда намәлум сәвәбләр билән арқа арқидин тутқун қилиниши яки из дерәксиз йоқап кетиши сода санаәт саһәсидики уйғурларни үркүткән. Йол тапалиған бир қисим һошярлири қара қоюқ тутқундин қечип чәтәлләргә чиқивалған икән. Уларниң көп қисми түркийә вә сәуди әрәбистан қатарлиқ җайларда вақтинчә туруп туруп, сиясәтниң юмшап қелишини күтүп турмақтикән. Даириләрниң йеқиндин буян улар һәққидә тәкшүрүшни күчәйтип һәтта бәзилириниң ширкәтлирини тақап, мал-мүлкини мусадирә қилғандин сирт, уйғур елидики бала чақилири вә яки қувми-қерндашлирини тутқун қилип гөрүгә алғанлиқ сәвәбидин далдилинип сүкүттә туруватқанлири аз әмәс икән. Әмма уларниң биваситә аилә-әзалиридин башқа йирақ-йеқин уруқ-туғқанлири түрмә яки “тәрбийәләш мәркәзлири” дә җазаланмақтикән.

Хитай даирилириниң уйғур райониниң һәр қайси җайлирида кәң көләмдә тәсис қилған “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” дин әһвал игилишимиз давамида даириләрниң чәтәлгә болупму түркийә қатарлиқ, қизил тизимликкә киргән әлләргә чиққанлиқи үчүнму тәрбийилиниватқанларниң барлиқи, уларниң уйғур тәшкилатлири билән учришип-учрашмиғанлиқи қатарлиқ бир қатар сорақлар, тәнқид-тәнбиһләрдин кейин, чәтәлгә чиққиниға пушайман баянати язидиғанлиқи вә пушайминини қанаәтлинәрлик ипадилимигүчә қоюветилмәйдиғанлиқи ашкариланған иди.

Пәқәт чәтәлгә чиққанлиқи яки һәҗ пәрзини ада қилиш үчүн қанунлуқ йолда һәрәмгә берип кәлгәнлики үчүнму уйғурларниң, “тәрбийәлиниш” намида риязәт чекишигә сәвәб болуши билән сода яки сәйлә-саяһәт ишлири үчүн йеқинқи айларда чегра атлиған уйғур содигәрләрниң вақтинчә қайтмаслиқ қарарини елишиға қистиған сәвәб икәнлики мәлум.

Көзәткүчиләрдин норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәрниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидики учурни қаттиқ қамал қилиши билән гәрчә толуқ мәлуматқа еришиш мумкин болмисиму, әмма ашкарилиниватқан учур вә мәлуматлар хитайниң уйғурларни кәң көләмлик тазилашқа өткәнликини көрүвелиш тәс әмәскән. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан бу хил хәлқара кишилик һоқуқ қанунлириға еғир хилап һәрикәтләрни дуняға аңлитишта испатлиқ материялларға еһтияҗлиқ болуватқан вақитта, ширкәт-карханиларни ачқан уйғур тиҗарәтчиләрниң дәлил-испат билән тәминлиши толиму зөрүр икән.

Шинҗаң уйғур аптоном районлуқ иқтисад учур комитети торида елан қилған доклатта көрситилишичә, 2012-йилиниң ахириғичә уйғур аптоном районидики пуқрави иқтисадий гәвдә 701 миңға йәткән, буниңдин оттураһал хусусий кархана 117 миң болуп, уйғур аптоном районидики кархана омумий саниниң 79 пирсәнтини игиләйдикән. Йәккә сода-санаәтчи 584 миң икән. Гәрчә буниң ичидә уйғур карханилириниң игиләйдиған нисбити ениқ көрситилмигән болсиму, инкас қилғучиларниң баяничә, оттура вә кичик типтики хусуси карханиларниң көп қисмини уйғурлар қурған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.