Йеңисарда бурунқи аялиға узун көңләк кийдүргән ваһап турсун 10 йиллиқ кесилгән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.11.03
qattiq-zerbe-berish-saqchi-tutqun.jpg Хитайниң террор вә диний ашқунлуққа зәрбә бериш һәрикитидин көрүнүш.
CCTV

Йеңисарниң әгүс йезисида 67 яшлиқ турсун мәмәтниң оғлини һарақтин тосқанлиқи үчүн 10 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланған иди. Мухбиримизниң илгириләп әһвал ениқлиши давамида, турсун мәмәтниң 3‏-оғли ваһап турсунниң бурунқи аялиға узун көңләк кийдүргәнлики үчүн дадисидин кейин униңму 10 йиллиқ кесилгәнлики ашкариланди.

Биз 67 яшлиқ турсун мәмәтниң оғлини һарақтин тосқанлиқи үчүн 10 йиллиқ кесилгәнлик вәқәсини ениқлишимиз давамида, аһалиләрдин бири, турсун мәмәтниң 3‏-оғли ваһап турсунниңму 10 йиллиқ кесилгәнлики, бу җазаға ваһап турсунниң бурунқи аялиға узун көңләк кийдүргәнликиниң сәвәб болғанлиқини баян қилди.

Өзини ашкарилашни халимиған бу аһалиниң баян қилишичә, 40 яшқа йеқинлашқан ваһап турсун, нөвәттә җаза муддитини ақсудики бир җаза лагерида өтимәктә. Биз бу учурниң тоғрилиқини дәлилләш үчүн аввал сақчи вә кәнт аманлиқ мудирлириға телефон қилдуқ. Улар бу һәқтә пикир баян қилалмайдиғанлиқини билдүрүшти.

67 яшлиқ турсун мәмәтниң җориси, мәһбус ваһап турсунниң аниси, ваһап турсунниң аялиға узун көңләк кийдүргәнлики үчүн кесилгәнликини тилға алди. Мәлум болушичә, ваһап турсун 10 йилниң алдида нурниса сейит исимлик бир аял билән той қилған вә икки йилдин кейин аҗрашқан. Улар әр‏-аял болған мәзгилидә ваһап турсун аялиға узун көңләк кийишини тәшәббус қилған. Аһалиләрниң паш қилишичә, нурниса сейит ваһап турсун билән аҗришип кәткәндин кейин башқа бири билән той қилған вә қәшқәргә көчүп кәткән. 

Ениқлашлиримиздин ваһап турсунниң нурниса сийитқа узун көңләк кийдүргәнлики үчүн “диний әсәбийлик” билән әйипләнгәнлики ениқ, әмма узун көңләк кийгәнлики үчүн нурниса сийитниң өзиниң бешиға немә күнләр кәлгәнлики мәлум әмәс; йәнә ениқлашлиримиз давамида нурниса сейитниң дадиси сийит әйсаниңму түрмидә икәнлики ашкариланди. 

Йәрлик даириләр йеқинда “диний әсәбийликниң аламити” сүпитидә қисқа иштан кийгәнләрни көзитиватқанлиқини ашкарилиған. Әмдиликтә 10 йиллиқ қамақ җазасиға сәвәб болған узун көңләк зади қандақ рәң яки шәклидики көңләк икәнлики һазирчә мәлум әмәс. 

Уйғур районида бу йил давам қиливатқан “қаттиқ зәрбә” долқуниниң йеңисарда техиму кәң-көләмлик вә шиддәтлик давам қиливатқанлиқи бир аңлиғучимиз тәрипидин инкас қилинған иди. Ениқлашлири давамида йеңисарда достиға яғлиқ артишни тәвсийә қилған 21 яшлиқ һөрниса насирниңму 10 йиллиқ кесилгәнлики дәлилләнгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.