Тәрбийиләш мәркизи оқутқучиси: курсантлиримиз арисида хәнзулар йоқ

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.08.10
terror-qarshi-uch-xil-oginish-pash-qilish.jpg Уйғур елиниң мәлум районидики өгинишкә йиғивелинған уйғурлар.
ts.cn

Мухбиримизниң ғулҗа наһийилик “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” һәққидә әһвал игилиши давамида, тәрбийилиниватқанларниң 1998-йилидин 2016-йилиға қәдәр болған 18 йиллиқ һаятидики сиясий қилмишидин һесаб бериватқанлиқи ашкариланди.

Аталмиш курсантларниң күндилик мәшғулати һәққидә тәпсилий мәлумат бәргән мәзкур курс оқутқучилиридин бири, мәзкур мәркәздә солинип тәрбийилиниватқан 1500 әтрапидики киши арисида хитай миллитидин болған бирму кишиниң йоқлуқини паш қилди. У бу һәқтә бәргән изаһатида, курсниң мәқсити әсәбийликни түгитиш болғачқа, курсантлар арисида хәнзулар йоқлуқини баян қилди.

Мәлум болушичә, курсантлири әтигәнлик мәшғулатини “биз җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң пуқралири” дәп башлайдиған бу мәркәздә 18 йиллиқ қамақ җазасини түгитип болған, әмдила аилиси билән җәм болған сабиқ 5-феврал мәһбуслиридин тартип, гәптин кетип қалған дөләт кадириғичә вә һәтта мәсулийитини актиплиқ билән ада қилмиған компартийә әзасиға қәдәр һәр саһә, һәр қатламдики кишиләр мәвҗут икән.

Мәлум болушичә, аталмиш курсантларға сиясий қанун вә хитай тили дәриси асаслиқ һалда берилгәндин башқа, арилап кәспий техника саһәсидинму лексийәләр сөзлинидикән.

Ашкарилинишичә, “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” ғулҗа наһийисидә 2014- вә 2015-йиллири синақ тәриқисидә ечилған; бу, юқири дәриҗилик алақидар даириләрниң алқишиға еришкәндин кейин, бултур йил ахиридин башлап кеңәйтилгән, бу йилға кәлгәндә синип сани 40 нәччигә йәткән.

Әҗәблинәрлики, бу “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” бултур йил ахирида кеңәйтилгәндин буян, һазирға қәдәр бирму киши курсни пүттүрүп бақмиған; пәқәт еғир юқумлуқ кесәлгә муптила болғанларла, алақидар орунларниң тәстиқидин кейин, бу курсидин айрилиш пурситигә еришкән.

Тутулған вақти, орни сәвәби һәр хил болған бу 1500 әтрапидики аталмиш курсантниң ортақ нуқтиси миллити уйғур болуп, буларниң ичидә хитай миллитидин болған бирму киши йоқ икән.

Юқирида ғулҗа наһийилик “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” дики аталмиш курсантларниң кимлики вә уларниң күндилик мәшғулатлири һәққидә мәлумат бәрдуқ.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.