Йеңисардики кәң-көләмлик тутқунда сақчи хадимлириниң уруқ-туққанлириму чәттә қалмиди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.09.20
charlash-uyghur-saqchi.jpg Коча чарлаватқан уйғур сақчи. 2015-Йили 17-авғуст, ақсу.
AFP

Мәлум болушичә, йеңисарда давам қиливатқан кәң-көләмлик тутқун вә еғир кесим җәрянида хитайниң муқимлиқ хизмитидә алдинқи сәптә вәзипә өтәватқан сақчи, ярдәм сақчи вә аманлиқ хадимлириниң уруқ-туққанлириму чәттә қалмиған. Йеңисарниң саған йезисидинла аз дегәндә 4 нәпәр сақчи вә ярдәмчи сақчиниң аилә әзалири тутқун қилинған; сақчи турсунҗан әмәтниң дадиси вә икки қериндиши тутулғандин башқа өзиму вәзиписидин елип ташланған. “диний әсәбийлик” билән әйиплинип 10 йиллиқ кесилгән 21 яшлиқ мәһкум һөригүл насирниң акиси йүсүпҗан насир, ярдәмчи сақчилиқтин пиланлиқ туғутниң аманлиқ хизмитигә йөткиветилгән.

Биз өткән һәптә йеңисар сағандики 21 яшлиқ һөригүл насирниң “диний әсәбийлик” билән әйиплинип 10 йиллиқ кесилгәнликини хәвәр қилғандин кейин, әһвалдин хәвәрдар муһаҗирәттики уйғурлардин бири радийомизға учур йоллап һөригүл насирниң саған сақчиханисидики ярдәмчи сақчи йүсүпҗан насирниң сиңлиси икәнликини мәлум қилди. Биз бу йип учиға асасән йеңисарниң саған йезисидики һәрқайси сақчи понкитлириға телефон қилдуқ. Телефонимиздин қобул қилған сақчиларниң көпинчиси, алақидар соалимизға җаваб бәрмигән болсиму, әмма бир түркүм сақчиларниң уруқ-туғқан вә қериндашлириниңму тутқун қилинғанлиқидәк бир реаллиқни инкар қилмиди. 

Инкаста дейилишичә, йүсүпҗан насир сиңлиси кесилгәндин кейин саған сақчиханисидин узақлаштурулған. Ениқлашлиримиз давамида униң нөвәттә саған йезилиқ пиланлиқ туғут комитетиниң аманлиқ хизмитидә ишләватқанлиқи мәлум болди. Хитайниң илгирики йиллардики қаттиқ зәрбә долқунлирида хитайға актип хизмәт қиливатқан асас қатлам кадирлири, болупму муқимлиқ саһәсидә хизмәт қиливатқан хадимлири әтиварлинип кәлгән. Уларниң уруқ-туғқан вә йеқин дост-бурадәрлириму пешкәлчиликтин узақ туруп кәлгән. Әмма бу йилқи долқунда хитайниң актип хадимлириға бу йүз-хатирә қилинмиған. Уларниң қериндашлириму тутулуш, кесилиштин халий болалмиған. 

Бу һәқтики илгириләп ениқлашлиримиз давамида йеңисарда қериндаш вә уруқ-туғқанлири тутулғанларниң ялғуз йүсүпҗан әмәслики дәлилләнди. Мәлум болушичә, сақчи турсунҗан әмәт чегра сақчиси болуп алдинқи сәптә бәш йилдин буян вәзипә өтәватқан болсиму, униң дадиси вә икки акиси, өзиниң сақчиханидики сәпдашлири тәрипидин тутқун қилинған. Өзиму узун өтмәстин вәзиписидин елип ташланған. Өзиниң кечә-күндүз 24 саәтләп нөвәттә туруватқанлиқини баян қилған йеңисар топлуқтики бир аманлиқ хадими, акисиниң тутқун қилинғанлиқи вә кесилгәнлики, хизмәттики алдирашчилиқи сәвәбидин акисиниң сот һөкүмини оқушқиму вақти болмиғанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.