Уйғур ата-анилар маарипниң омумйүзлүк хитайчилаштурушиға һәр хил инкасларда болди

Мухбиримиз әркин
2017.09.01
mektep-oqughuchi-qosh-til-gimnastika.jpg Мәлум бир башланғуч мәктәптики оқуғучилар мәйданға тизилип һәрикәт қиливатқан көрүнүш. 2013-8-Ноябир, қәшқәр.
AFP

Түнүгүнки программимизда уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң барлиқ йәрлик мәктәпләр омумйүзлүк хитай тилиға көчүш һәққидики қарариниң иҗра қилиниш әһвали вә уйғур маарипчилириниң буниңға болған инкаслирини диққитиңларға сунған идуқ.Уйғур районида оттура-башланғуч мәктәпләр 29‏-авғусттин башлап рәсмий оқуш башлиған. Маарип назаритиниң қарари бу йиллиқ йеңи оқуш мәвсумидин башлап рәсмий иҗра қилинишқа башлиған иди.

Биз бүгүн йәрлик мәктәпләрниң омумий йүзлүк хитай тилида оқутушқа көчүшигә қарита ата-аниларниң инкасини соридуқ. Биз зиярәт қилған ата-анилар мәзкур мәсилигә һәр хил инкасларда болди.

Уйғур райониниң җәнубидики мәлум наһийидә олтурушлуқ бир уйғур аял, кишиләрниң вәзийәт сәвәблик йеңи маарип түзүмигә ашкара пикир билдүрүшкә җүрәт қилалмиғанлиқи, пикир беришкә җүрәт қилғанларниң “икки йүзлимичилик” әйиблинип җазаланғанлиқиға даир хәвәрләрни аңлиғанлиқини билдүрди.

Уйғур аял: башланғучта оқуйдиған балам бар. Бири оқуйду. Бу йил 2‏-йиллиққа чиқти.

Мухбир: бу йилдин башлап пүтүн оқутуш системиси өзгәрди. Буниңдин кейин оттура-башланғуч мәктәпләрдә пүтүн материяллар хитай тилида тарқитилиду. Дәрсләр хитай тилида өтилиду. Буниңдин хәвириңиз барду? сизниң ата-ана болуш сүпитиңиздә буниңға қандақ инкасиңиз бар?

Уйғур аял: хәвирим бар. Лекин мениң башқа инкасимму йоқ. Әмди буму яхши болди, дедим. Хитай тили дөләт тили болғандин кейин балилар дөләт тилини өгәнсә, һәммә җәһәттин өзигә пайдиси боламдикин, дәймән.

Мухбир: қизиңизниң хитайчиси қандақрақ?

Уйғур аял: қизим дәрсләрдә яхши. Хитайчисиму яхши.

Мухбир: лекин силәр ата-анилар йиғинлириға барсаңлар, пикир беришкә тоғра кәлсә яки балилириңларниң дәрси, мәктәптики әһвалиға пикриңлар болса, мәктәп билән силәр қандақ алақә қилисиләр?

Уйғур аял: мениң хитай тили сәвийәм бар, балиларға аз-тола ярдәм қилалиғачқа биз қийнилип қалмаймиз. Хитай тили уқмайдиған ата-анилар қандақ әмди, уни уқмидим. Шуңа, уни мән өзүм қилип бақмиғачқа уқмайдикәнмән.

Мухбир: силәрдә бир әндишә барму, балилиримиз пүтүнләй өзиниң ана тилидин айрилип кетидиған болди, дәйдиған?

Уйғур аял: мән уни бәк җиқ ойлап кәтмәптимән. Башқа ата-ата анилар қандақ ойлиди. Буниңда әмди сәл қийнилишимиз мумкин бир мәзгил. Әмди һазир наһийимиздә чоңларни пүтүн сәпәрвәрлик қилип, хитай тилини өгиниватиду, күндә кәчлик курсларда. Буни һөкүмәт орунлаштурди, бәк қизиқидиғанлар өз алдиға ихтияри өгиниватиду.

Мухбир: бу йәрдә бир әндишә йоқму, уйғур тилиниң истиқбали қандақ болиду, дәйдиған?

Уйғур аял: мән ундақ артуқ ойлап кәтмәптимән. Биз өзара гәпләшкәндә өзимизниң тилида гәплишимиз, дәп ойлаптимән. Дөләтниң орунлаштуруши бойичә немә десә шуни қилмисақ болмайдикән.

Мухбир: буниңға пикир қилип бақмидиңларму, һеч болмиса әдәбиятни ана тилда өтүңлар, дәп?

Уйғур аял: мәктәпләрдә әмди оқуш башлиди. Ата-аниларға йиғин ечип қалса берип дәймизмикин, һазирға қәдәр һечким ундақ гәпни еғизға елип бақмиди.

Мухбир: яки буниңға пикир қилғанларни “икки йүзлимичи” дәймиз десә, кишиләр қорқуватамду-я?

Уйғур аял: уму бар. Милләтчи болуп қалимизкән, уйғур тилида оқутайли, десәк. Әмәлийәттә ундақ гәп болмайду. Һәммә милләт өзиниң тилида өгиниду. Әмди һазир ундақ дейишкә, ундақ дейишкә шараитқу бар. Бирақ өзимиз бәк сәзгүр болуп кәттуқмикин. Мушу йеқинда “қош тил” тоғрулуқ муһакимә йиғини ечип, шу йиғинда пикир-тәклип бәргән ишлар болуптикән. Шуларниң немә қилип қалғанлиқини аңлап, һечким гәп қилмайдиған болдимикин, дәп ойлидим.

Мухбир: демәк, тәңқислиқ ичидә қалған болдима ата-анилар?

Уйғур аял: һазир әмди омумйүзлүк йолға қоюлуп, техи ундақ бир кимләр қийнилип бақмиғачқа җиқ ата-анилар ундақ чоңқур ойлап кәтмидимикин. Бу йолға қоюлуп бирәр йил өтсә, ата-анилар мәктәпкә берип гәп қилалмай қийнилип қилсақ, шу чағда ойламизмики, бешимизға кәлгән чағда. Уни шу вақитта демисәк, һазир бир нәрсә дегили болмайду.

Уйғур райониниң җәнубида олтурушлуқ йәнә бир яш уйғур аял, өзиниң бурун уйғур балиларни омумйүзлүк хитай тилида оқутушқа әндишә билән қариғанлиқи, бирақ һазир ундақ қаримайдиғанлиқини билдүрди. Бирақ у, униң бурунқи қаришиниң өзгиришигә қандақ амил тәсир қилғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бәрмиди.

Яш аял: икки балам бар, чоңи йәслидә, кичики техи кичик. Чоңи кирди. Мушу дүшәнбә күнидин башлап бүгүн җүмә болса бир һәптә болди.

Мухбир: бу йилдин башлап башланғуч, толуқсиз оттуриларниң дәрслик материяли, дәрсләр һәммиси хитайчиға өзгәрди. Пүтүн уйғур тили тохтитилди. Буниң қандақ тәсири болар? дәрслик, оқутуш, башқуруш һәммиси хитайчиға өзгәрди. Сизниң оғлиңиз кәлгүсидә мушу мәктәпләрдә оқуйду. Сиз қандақ ойлайсиз?

Яш аял: һазир әмди хитайчини яхши өгәнсә, дөләт тили болғачқа кейинки ишлириға яхши. Уйғурчидин савати чиқса уму яхши болиду, дәп ойлаймән.

Мухбир: әндишә қилмамсиз, бурун “қош тил” дәйтти, әдәбият дәрси бәзи иҗтимаий пәнлә уйғур тилида өтиләтти. Униңдин бурун уйғур мәктәпләр бар иди. Ундақ омумйүзлүк хитай тилиға өзгирип кәтсә, өзиниң ана тилида сөзлишигә тәпәккур қилишиға тәсир йәткүзиду, дәйдиған әндишиңиз йоқму?

Яш аял: бурун шундақ ойлайттуқ. Лекин һазир) вәзийәт( шундақ болғандин кейин, уни өгәнмисә, болмайду. Һәә бурун шундақ ойлайттим. Лекин һазир һәммиси ашундақ болуп кәтти.

Мухбир: немишқа бурун ундақ ойлайттиңиз һазир бундақ ойлайсиз? буниң сәвәбини сорисам боламду? йәни сизгә немә тәсир қилди, пиликиңизни өзгәртишкә?

Яш аял: һазир хитайчини яхши өгәнмисә болмайду. Һазир һәммә ишлиримиз шундақ болуп кәтти. Шуңа, хитайчини яхши өгинип қилса, һәммә ишлар қулайлиқ болиду. Шуңа, шундақ оюлдум.

Биз йәнә уйғур райониға телефон қилип, мәзкур райондики хитай көчмәнлириниң маарип системисидики мәзкур өзгиришкә болған пикирлирини соридуқ.

Хотәндики хотәндики мәлум толуқ оттура мәктәпниң бир хитай оқуғучиси зияритимизни қобул қилип, уйғурларға хитай тилида дәрс өтүшни қоллайдиғанлиқи, бирақ уларға йәнә өз ана тилини қоғдап қелиш пурсити бериш керәкликини билдүрди.

Хитай оқуғучи, “мәктипимиздә уйғур оқуғучилар бар. Мәктипимиздикиләрниң йерими уйғур оқуғучилар. Мән толуқ оттура 2‏-йиллиқниң оқуғучиси. Омумйүзлүк хитай тилиға көчүшниң яхши тәрипи, у, өзара алақә орнитишимизға пайдилиқ. Улар дөләт тилида сөзләшсә, бизниң өзара чүшинишимизни алға сүриду. Бирақ униң яман тәрипи уйғур тили уларниң ана тили. Улар өз ана тилида сөзлишиши керәк. Бу уларниң өз мәдәнийитини қоғдап қелишиға пайдилиқ. Шуңа, бу сиясәтниң уйғурларға яхши тәрипиму, бар яман тәрипиму бар. Һөкүмәт уларниң һәр икки тилни өгинишигә шараит яритип бериши лазим, дәп қараймән” деди.

Бирақ йәрлик даир уйғур мәктәплириниң омумий йүзлүк хитай тилиға көчүшидә уйғурларға һечқандақ пикир қилиш пурсити бәрмигән.

Хотән вилайәтлик маарип назарити бу йил 7-айда чиқарған бәш маддилиқ бир йәрлик уқтурушида, уйғур мәктәплириниң омумий йүзлүк хитай тилиға көчүшигә қарши турған һәр қандақ кишиниң “икки йүзлимичи” қатарида бир тәрәп қилинидиғанлиқини билдүргән.

Лекин, уйғур паалийәтчиләр болса хитайниң бу сиясити уйғурларниң мәдәнийәт кимликини аҗизлаштуруп, ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилғанлиқи, шундақла бу сиясәт хәлқара әһдинамә вә алақидар хитай қанунлиридики уйғурларниң өз ана тилида маарип тәрбийиси елиш һоқуқиға хилаплиқини илгири сүрүп кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.